27
Йотам Йәһуда үстигә һөкүм сүриду 
2Пад.15:32-38 
 1 Йотам тәхткә чиққан чеғида жигирмә бәш яшта еди; у Йерусалимда он алтә жил сәлтәнәт қилди; униң анисиниң исми Йәруша болуп, Задокниң қизи еди.  2 У атиси Уззияниң барлиқ қилғанлиридәк Пәрвәрдигарниң нәзиридә дурус болғанни қилди (лекин у Пәрвәрдигарниң муқәддәсханисиға кирмиди). Лекин хәлиқ йәнила бузуқ ишларни қиливәрди. 
 3 Пәрвәрдигар өйиниң жуқуриқи дәрвазисини ясатқучи Йотам еди; у йәнә Офәлдики сепилдиму нурғун қурулушларни қилди. □  «Офәл» — кона Йерусалимдики бир қисим егиз район еди.  4 У Йәһуданиң тағлиқ районида шәһәрләрни бена қилди, орманлиқлардиму қәлъә-қорғанлар вә күзәт мунарлирини ясатти.  5 У Аммонийларниң падишаси билән уруш қилип уларни йәңди; шу жили Аммонийлар униңға үч талант күмүч, миң тонна буғдай, миң тонна арпа олпан бәрди; Аммонийлар иккинчи вә үчинчи жилиму униңға охшаш олпан елип кәлди. □  «үч талант күмүч» — бәлким 3400 килограм күмүч еди. «миң тонна буғдай» — ибраний тилида «он миң кор». Бир «кор» 220 литр болуши мүмкин. «миң тонна арпа» — ибраний тилида «он миң кор». Бир «кор» 220 литр болуши мүмкин.  6 Йотам Худаси Пәрвәрдигар алдида йоллирини тоғра қилғини үчүн қудрәт тапти. 
 7 Йотамниң қалған ишлири, җүмлидин қилған җәңлири вә тутқан йоллириниң һәммиси мана «Йәһуда вә Исраил падишалириниң тарихнамиси»да пүтүлгәндур. □  «Йәһуда вә Исраил падишалириниң тарихнамиси» — мүмкинчилиги барки, бу китап Тәвраттики «Падишаһлар»дур.  8 У тәхткә чиққан чеғида жигирмә бәш яшта еди; у Йерусалимда он алтә жил сәлтәнәт қилди.  9 Йотам ата-бовилири арисида ухлиди вә «Давутниң шәһири»гә дәпнә қилинди; оғли Аһаз униң орниға падиша болди. 
□27:3 «Офәл» — кона Йерусалимдики бир қисим егиз район еди.
□27:5 «үч талант күмүч» — бәлким 3400 килограм күмүч еди. «миң тонна буғдай» — ибраний тилида «он миң кор». Бир «кор» 220 литр болуши мүмкин. «миң тонна арпа» — ибраний тилида «он миң кор». Бир «кор» 220 литр болуши мүмкин.
□27:7 «Йәһуда вә Исраил падишалириниң тарихнамиси» — мүмкинчилиги барки, бу китап Тәвраттики «Падишаһлар»дур.