74
74-күй •••• Адил сорақчи Худа 
 1-2 Нәғмичиләрниң бешиға «Һалак қилмиғайсән» дегән аһаңда оқулсун дәп тапшурулған, Асафниң күй-нахшиси: — 
Саңа тәшәккүр ейтимиз, и Худа, тәшәккүр ейтимиз! 
Чүнки намиң бизгә йеқиндур; 
Буни, қилған карамәтлириң испатлап җакалайду. 
 3  Мәнки Пәрвәрдигар: — «Мән бекиткән вақитни ихтияримға алғинимда, 
Адаләт билән сорақ қилимән; 
 4 Йәр һәм йәрниң үстидә туруватқанлар тәвринип турсиму, 
Униң түврүклирини турғузғучи Өзүмдурмән» — деди. 
Селаһ. 
 5 Махтанғанларға: — «Махтанмаңлар», 
Һәм рәзилләргә «Мүңгүзүңни көтәрмә» — дедим; □  «Мүңгүзүңни жуқури көтәрмә» — Тәвратта, «мүңгүз»ләр көп һалларда адәмләрниң аброй-шөһрити яки күч-қудритини билдүриду. Бу адәмниң бешидин өскән мүңгүз әмәс, әлвәттә! 
 6  «Мүңгүзүңни жуқури көтәрмә; 
Бойнуңни қаттиқ қилип ғадийип сөзлимә!» 
 7 Чүнки көтирилиш шәриқтин яки ғәриптин әмәс, 
Яки җәнуптинму кәлмәйду; □  «... җәнуптин әмәс» — яки «(җәнуптики) чөл-баявандин әмәс». 
 8 Чүнки Худа сотчидур; 
У бирисини көтириду, бирисини чүшүриду. 
 9 Чүнки Пәрвәрдигарниң қолида бир қәдәһ туриду; 
Униңдики шарап көпүклишиватиду; 
У әбҗәш шарап билән толди; 
Худа униңдин төкиду; 
Дәрвәқә йәр йүзидики барлиқ рәзилләр униң дуғини қоймай ичиветиду; 
 10 Мән болсам, мәңгүгә гувалиқ беримән: — 
Яқупниң Худасиға күйләрни ейтимән. 
 11 «Мән рәзилләрниң мүңгүзлириниң һәммисини кесип ташлаймән; 
Бирақ һәққанийларниң мүңгүзлири көтирилиду!».□  «Мән рәзилләрниң мүңгүзлириниң һәммисини кесип ташлаймән; бирақ һәққанийларниң мүңгүзлири көтирилиду!» — сөзлигүчи (мошу 10-айәттә) Худаниң Өзи яки Давут падишаниң әвлади болған Мәсиһ болса керәк. 
□74:5 «Мүңгүзүңни жуқури көтәрмә» — Тәвратта, «мүңгүз»ләр көп һалларда адәмләрниң аброй-шөһрити яки күч-қудритини билдүриду. Бу адәмниң бешидин өскән мүңгүз әмәс, әлвәттә!
□74:7 «... җәнуптин әмәс» — яки «(җәнуптики) чөл-баявандин әмәс».
□74:11 «Мән рәзилләрниң мүңгүзлириниң һәммисини кесип ташлаймән; бирақ һәққанийларниң мүңгүзлири көтирилиду!» — сөзлигүчи (мошу 10-айәттә) Худаниң Өзи яки Давут падишаниң әвлади болған Мәсиһ болса керәк.