99
99-күй •••• Пүткүл йәр йүзи Пәрвәрдигарға мәдһийә яңритиңлар! 
 1 Тәшәккүр ейтиш үчүн йезилған күй: — 
И пүткүл йәр-җаһан, Пәрвәрдигарға авазиңларни көтириңлар! 
 2 Хошаллиқ билән Пәрвәрдигарниң хизмитидә болуңлар, 
Һозуриға тәнтәнә-нахшилар билән йеқинлишиңлар! 
 3 Билип қоюңларки, Пәрвәрдигар һәқ Худадур; 
Бизни яратқан Униң Өзидур, биз әмәс! 
Биз униң хәлқидурмиз, 
Өз яйлиғида баққан қойлиридурмиз.□  «Бизни яратқан Униң Өзидур, биз әмәс!» — йәнә бир хил тәрҗимиси: «У бизни яратқан, биз Униңкидурмиз».  ■ Зәб. 94:6-7; Әз. 34:30, 31 
 4 Дәрвазилириға тәшәккүр ейтишлар билән, 
Һойлилириға мәдһийәләр билән кириңлар; 
Уни мәдһийиләп, намиға тәшәккүр-мәдһийә қайтуруңлар! 
 5 Чүнки Пәрвәрдигар меһривандур; 
Униң меһир-муһәббити әбәдил-әбәткичә, 
Униң һәқиқәт-садақити әвлаттин-әвлатқичидур! 
□99:3 «Бизни яратқан Униң Өзидур, биз әмәс!» — йәнә бир хил тәрҗимиси: «У бизни яратқан, биз Униңкидурмиз».
■99:3 Зәб. 94:6-7; Әз. 34:30, 31