19
1 Пәзиләтлик йолда маңған кәмбәғәл,
Һейлигәр сөзлүк ахмақтин яхшидур.■ Пәнд. 28:6
2 Йәнә, ғәйрити бар киши билимсиз болса болмас;
Алдираңғу йолдин чиқар.□ «болмас» — ибраний тилида «яхши әмәс». «Алдираңғу йолдин чиқар» — ибраний тилида «Аяқлирини алдиратқучи киши хата қәдәм басар».
3 Кишиниң ахмақлиғи өз йолини астин-үстин қиливетәр;
Шундақ туруқлуқ у көңлидә Пәрвәрдигардин рәнҗип ағринар.■ Яқ. 1:13,14,15
4 Байлиқ достни көп қилар;
Мискинләр бар достидинму айрилип қалар.■ Пәнд. 14:20
5 Ялған гувалиқ қилған җазаланмай қалмас;
Ялған ейтқучиму җазадин қутулалмас.□ «Ялған ейтқучи...» — ибраний тилида «Ялған (сөз) пүвлигүчи....»  ■ Қан. 19:19; Пәнд. 21:28
6 Тола адәм сехийдин илтипат көзләр;
Соғат берип турғучиға һәммә киши досттур.□ «Тола адәм сехийдин илтипат көзләр...» — яки «Тола адәм әмирдин илтипат көзләр...».
7 Намратлашқандин қериндашлириму зерикәр;
Униң достлири техиму жирақ қачар;
Ялвуруп қоғлисиму, улар тепилмас.■ Пәнд. 14:20
8 Пәм-парасәткә еришкүчи өзигә көйүнәр;
Нурни сақлиған кишиниң бәхити болар.
9 Ялған гувалиқ қилған җазаланмай қалмас;
Ялған ейтқучиму һалак болар.□ «Ялған ейтқучи...» — ибраний тилида «Ялған (сөз) пүвлигүчи...».
10 Һәшәмәтлик турмуш ахмаққа ярашмас;
Қулниң әмәлдарлар үстидин һөкүм сүрүши техиму қамлашмас.■ Пәнд. 30:22
11 Данишмәнлик егисини асанлиқчә аччиқланмайдиған қилар;
Хаталиқни йопутуп кәчүрүш униң шөһритидур.
12 Падишаһниң ғәзиви ширниң һувлишиға охшаш дәһшәтлик болар;
Униң шәпқити юмран от-чөпкә чүшкән шәбнәмдәк шериндур.■ Пәнд. 16:14,15; 20:2
13 Ахмақ оғул атиси үчүн балайиқазадур;
Урушқақ хотунниң зарлашлири тохтимай темип чүшкән тамчә-тамчә йеғинға охшаштур.■ Пәнд. 10:1; 15:20; 17:25; 21:19; 27:15
14 Өй билән мал-мүлүк ата-бовилардин мирастур;
Бирақ пәм-парасәтлик хотун Пәрвәрдигарниң илтипатидиндур.■ Пәнд. 18:22
15 Һорунлуқ кишини ғәпләт уйқиға ғәриқ қилар;
Бекар тәләп ачарчилиқниң дәрдини тартар.■ Пәнд. 6:9; 10:4; 20:13
16  Пәрвәрдигарниң әмригә әмәл қилған киши өз җенини сақлар;
Өз йоллиридин һези болмиған киши өләр.□ «Өз йоллиридин һези болмиған киши өләр» — яки «Униң (демәк, Пәрвәрдигарниң) йоллирини кәмситкән киши өләр».  ■ Пәнд. 3:21,22; Луқа 11:28
17 Кәмбәғәлләргә рәһимдиллиқ қилған,
Пәрвәрдигарға қәриз бәргән билән баравәрдур;
Униң шәпқитини Пәрвәрдигар қайтурар.
18 Пәрзәнтиңниң тәрбийини қобул қилишиға үмүтвар болуп,
Уни җазалап тәрбийә берип турғин;
Лекин уни өлгичә хар болсун дегүчи болма.□ «Лекин уни өлгичә хар болсун дегүчи болма» — башқа бир хил тәрҗимиси: «....бирақ униң жиға-зерәлириға қулақ салма».  ■ Пәнд. 13:24; 23:13; Әф. 6:4
19 Қәһрлик киши җаза тартар;
Уни қутқузмақчи болсаң, қайта-қайта қутқузушуң керәк.
20 Несиһәтни аңлиғин, тәрбийәни қобул қилғин,
Ундақ қилғанда кейинки күнлириңдә дана болисән.
21 Кишиниң көңлидә нурғун нийәтләр бар;
Ахирида пәқәт Пәрвәрдигарниң далаләт-һидайитидин чиққан иш ақар.■ Аюп 23:13; Зәб. 32:11; 113:11; Йәш. 46:10
22 Кишиниң йеқимлиғи униң меһир-муһәббитидиндур;
Мискин болуш ялғанчилиқтин яхшидур.
23 Пәрвәрдигардин әйминиш кишини һаятқа ериштүрәр;
У киши хатирҗәм, тоқ яшап, балайиқаза чүшүрүлүшидин халий болар.■ Зәб. 33:10-11
24 Һорун қолини сунуп қачиға тиққини билән,
Ғизани ағзиға селишқиму һорунлуқ қилар.■ Пәнд. 26:15
25 Һакавурға қилинған таяқ җазаси саддиға қилинған ибрәттур;
Йорутулған кишигә берилгән тәнбиһ,
Униң билимини техиму зиядә қилар.■ Пәнд. 21:11
26 Атисиниң мелини булиған,
Анисини өйидин һайдап чиқарған,
Рәсвалиқ, иза-аһанәт қалдурғучи оғулдур.
27 И оғул, несиһәткә қулиқиңни юпурувалсаң,
Әқилниң тәлимлиридин жирақлашқиниңдур.□ «И оғул, ... әқилниң тәлимлиридин жирақлашқиниңдур» — башқа бир хил тәрҗимиси: «И оғлум, әқилниң тәлимлиридин жирақлаштуридиған сөзләрни аңлаштин өзүңни тарт!».
28 Пәскәш гувачи адаләтни мазақ қилғучидур;
Яман адәмниң ағзи рәзилликни жутар.□ «Пәскәш гувачи» — ибраний тилида: «Белиалниң (Иблисниң) гувачиси».
29 Һакавурлар үчүн җазалар тәйярдур,
Ахмақларниң дүмбисигә уридиған қамча тәйярдур.□ «Һакавурлар» — яки «Мәсқирә қилғучилар».
 
 

■19:1 Пәнд. 28:6

□19:2 «болмас» — ибраний тилида «яхши әмәс». «Алдираңғу йолдин чиқар» — ибраний тилида «Аяқлирини алдиратқучи киши хата қәдәм басар».

■19:3 Яқ. 1:13,14,15

■19:4 Пәнд. 14:20

□19:5 «Ялған ейтқучи...» — ибраний тилида «Ялған (сөз) пүвлигүчи....»

■19:5 Қан. 19:19; Пәнд. 21:28

□19:6 «Тола адәм сехийдин илтипат көзләр...» — яки «Тола адәм әмирдин илтипат көзләр...».

■19:7 Пәнд. 14:20

□19:9 «Ялған ейтқучи...» — ибраний тилида «Ялған (сөз) пүвлигүчи...».

■19:10 Пәнд. 30:22

■19:12 Пәнд. 16:14,15; 20:2

■19:13 Пәнд. 10:1; 15:20; 17:25; 21:19; 27:15

■19:14 Пәнд. 18:22

■19:15 Пәнд. 6:9; 10:4; 20:13

□19:16 «Өз йоллиридин һези болмиған киши өләр» — яки «Униң (демәк, Пәрвәрдигарниң) йоллирини кәмситкән киши өләр».

■19:16 Пәнд. 3:21,22; Луқа 11:28

□19:18 «Лекин уни өлгичә хар болсун дегүчи болма» — башқа бир хил тәрҗимиси: «....бирақ униң жиға-зерәлириға қулақ салма».

■19:18 Пәнд. 13:24; 23:13; Әф. 6:4

■19:21 Аюп 23:13; Зәб. 32:11; 113:11; Йәш. 46:10

■19:23 Зәб. 33:10-11

■19:24 Пәнд. 26:15

■19:25 Пәнд. 21:11

□19:27 «И оғул, ... әқилниң тәлимлиридин жирақлашқиниңдур» — башқа бир хил тәрҗимиси: «И оғлум, әқилниң тәлимлиридин жирақлаштуридиған сөзләрни аңлаштин өзүңни тарт!».

□19:28 «Пәскәш гувачи» — ибраний тилида: «Белиалниң (Иблисниң) гувачиси».

□19:29 «Һакавурлар» — яки «Мәсқирә қилғучилар».