16
Асаниң ишәш қилмайдиған йәрлири 
1Пад. 15:16-24 
 1 Шу вақиттин тартип таки Асаниң сәлтәнитиниң оттуз бәшинчи жилиғичә уруш болуп бақмиди. Асаниң сәлтәнитиниң оттуз алтинчи жили, Исраилниң падишаси Бааша Йәһудаға қарши һуҗум қилди; һеч ким Йәһуданиң падишаси Аса билән барди-кәлди қилмисун дәп, Рамаһ шәһирини мәһкәм қилип ясиди. □  «16-бап» — биз 15:19ни 16-бап ичигә киргүздуқ.  2 У вақитта Аса Пәрвәрдигарниң өйидики ғәзниләрдин вә падишаниң ордисидики ғәзниләрдин алтун-күмүчни елип уларни Дәмәшқтә турушлуқ Сурийә падишаси Бән-Һададқа әвәтип вә бу хәвәрни йәткүзүп: —  3 «Мениң атам билән силиниң атилириниң арисида болғандәк мән билән силиниң арилирида бир әһдә болсун. Мана, силигә күмүч билән алтун әвәттим; әнди Исраилниң падишаси Бааша билән болған әһдилиридин қоллирини үзсилә; шуниң билән у мени қамал қилиштин қол үзсун» — деди. 
 4 Бән-һадад Аса падишаниң сөзигә кирип, өз қошуниниң сәрдарлирини Исраилниң шәһәрлиригә һуҗум қилишқа әвәтип, Иҗон, Дан, Абәл-майим, Нафталидики барлиқ амбар шәһәрлирини беқиндурди.  5 Бааша бу хәвәрни аңлап, Рамаһ истиһкамини ясаштин қолини жиғип, қурулушларниң һәммисини тохтатти.  6 Аса падиша болса пүткүл Йәһуданиң адәмлирини башлап, Бааша Рамаһ шәһирини ясашқа ишләткән ташлар билән яғачларни Рамаһтин тошуп елип кәтти. У мошуларни ишлитип Гебани вә Мизпаһни мәһкәм қилип ясиди. 
 7 У чағда, алдин көргүчи Һанани Йәһуда падишаси асаниң йениға келип униңға: — Өзүң Пәрвәрдигар Худайиңға әмәс, бәлки Сурийә падишасиға таянғанлиғиң үчүн Сурийә падишасиниң қошуни өз қолуңдин қутулди.  8 Ефиопийләр билән Ливийәликләр чоң бир қошун әмәсмиди? Җәң һарвулири вә атлиқ әскәрлири интайин көп әмәсмиди? Лекин сән пәқәт Пәрвәрдигарға таянғанда, у уларни қолуңға тапшурған еди.  9 Чүнки Пәрвәрдигар көңли Маңа тамамән садиқ болғанларға ярдәмдә болуп, Өзүмни қудрәтлик көрситәй дәп, көзлирини пүтүн йәр йүзидә уян-буян жүгүртиду. Сән бу ишта бәк ахмақлиқ қилдиң. Әнди буниңдин кейин урушлардин халас болалмайсән, деди.  10 Буни аңлапла Аса алдин көргүчигә интайин ғәзәплинип, уни зинданға солап қойди; униң бу сөзигә қәһри қайнап кәтти. У шу вақитларда хәлиқтин бәзилиригә зулум селишқа башлиған еди. 
 11 Мана, Асаниң қилған ишлири баштин ахириғичә «Йәһуда вә Исраил падишалириниң тарихнамиси»да пүтүлгәндур. □  «Йәһуда вә Исраил падишалириниң тарихнамиси» — мүмкинчилиги барки, бу китап Тәвраттики «Падишаһлар»дур.  12 Асаниң сәлтәнитиниң оттуз тоққузинчи жилида путида бир кесәл пәйда болди; вә кесили барғансери еғирлишип кәтти; лекин у ағриғандиму Пәрвәрдигарни издимиди, бәлки пәқәт тевиплардинла ярдәм издиди.  13 Аса сәлтәнитиниң қириқ биринчи жилида өлди, ата-бовилири арисида ухлиди.  14 Хәлиқләр уни «Давут шәһири»дә өзигә атап тәйярлитип колиған қәбиргә дәпнә қилди. Улар уни әттарларниң усули билән тәңшәлгән һәртүрлүк дора-дәрмандин болған бир арилашма пүркәлгән җиназиға ятқузди һәмдә униңға атап нурғун хушбуй яндурди.□  «униңға атап нурғун хушбуй яндурди» — яки «униң һөрмитидә чоң бир гүлхан яндурди».