120
120-күй •••• Рәб һимайә қилғучимдур 
 1 «Жуқириға чиқиш нахшиси» 
Көзлиримни тағлар тәрәпкә көтирип қараймән; 
Мениң ярдимим қәйәрдин келур? 
 2 Мениң ярдимим Пәрвәрдигардиндур; 
Асман-зиминни Яратқучидиндур. 
 3 У путуңни һеч тейилдурмайду; 
Сени сақлиғучи һеч үгдимәйду! 
 4 Мана, қара, Исраилни сақлиғучи һәм үгдимәйду, һәм ухлимайду! 
 5 Пәрвәрдигар сениң сақлиғучиңдур; 
Пәрвәрдигар оң йениңдики сайивәндур. 
 6 Қуяш күндүздә, ай кечидә саңа зәрәр йәткүзмәйду; 
 7 Пәрвәрдигар барлиқ яманлиқтин сени сақлайду; 
У җениңни сақлайду; 
 8 Пәрвәрдигар чиқишиңни, киришиңни, 
Буниңдин кейин әбәдил-әбәткичә сақлайду.