41
1 Мана, «уни бойсундуримән» дегән һәр қандақ үмүт беһудиликтур;
Һәтта уни бир көрүпла, үмүтсизлинип йәргә қарап қалиду әмәсму?
2  Униң җениға тегишкә петиналайдиған һеч ким йоқтур;
Ундақта Мениң алдимда турмақчи болған кимдур?□ «Униң җениға тегишкә петиналайдиған һеч ким йоқтур; ундақта Мениң алдимда турмақчи болған кимдур?» — левиатан инсанға үгитидиған әң улуқ иш Худаниң Өз һәйвисини гәвдиләндүрүштур; инсанлар левиатанниң улуқлуғини һәм тилсим көркәмлигигә қарап Худадин әйминиши керәктур. Оқурмәнләрниң «қошумчә сөз»имизни көрүшини үмүт қилимиз.
3  Асман астидики һәммә нәрсә Мениң турса,
Мениң алдимға ким келип «маңа тегишлигини бәргинә» дәп баққан екән,
Мән униңға қайтурушқа тегишликму?□ «Мениң алдимға ким келип «маңа тегишлигини бәргинә» дәп баққан екән» — башқа бир хил тәрҗимиси: «маңа ким авал бир нәрсә бәргән екән, андин «маңа тегишлигини бәргинә» дәп баққан екән?».  ■ Мис. 19:5; Қан. 10:14; Зәб. 23:1; 49:12; Рим. 11:35; 1Кор. 10:26, 28
4  Левиатанниң әзалири,
Униң зор күчи,
Униң түзүлүшиниң гөзәллиги тоғрилиқ,
Мән сүкүт қилип туралмаймән.
5  Ким униң савутлуқ тонини салдуруветәлисун?
Ким униң қош еңиги ичигә киривалалисун?□ «...Ким униң қош еңиги ичигә киривалалисун?» — башқа нәччә хил тәрҗимилири бар, мәсилән: — «...Ким униң икки қур чишлири ичигә киривалалисун?» яки «...Ким униңға жүгәнни йеқинлаштуралисун?».
6  Ким униң йүз дәрвазилирини ачалалисун?
Униң чишлири әтрапида вәһимә ятиду.
7 Қасирақлириниң сәплири униң пәхридур,
Улар бир-биригә чиң чаплаштурулғанки,□ «Қасирақлириниң сәплири униң пәхридур, улар бир-биригә чиң чаплаштурулғанки...» — башқа бир хил тәрҗимиси: «Униң пүтүн дүмбиси қасирақлардур, улар бир-биригә чиң чаплаштурулғанки...»
8  Бир-биригә шамал кирмәс йеқин туриду.
9  Уларниң һәр бири өз һәмраһлириға чаплашқандур;
Бир-биригә зич йепиштурулған, һеч айрилмастур.
10  Униң чүшкүрүшлиридин нур чақнайду,
Униң көзлири сәһәрдики қапақтәктур.
11  Униң ағзидин отлар чиқип туриду;
От учқунлири сәкрәп чиқиду.
12  Қомуш гүлханға қойған қайнаватқан қазандин чиққан һордәк,
Униң бурун төшүгидин түтүн чиқип туриду;
13  Униң нәпәси көмүрләрни туташтуриду,
Униң ағзидин бир ялқун чиқиду.
14  Бойнида зор күч ятиду,
Вәһимә униң алдида сәкришип ойнайду.
15  Униң әтлири қат-қат бирләштүрүлүп чиң туриду;
Үстидики қасирақлири йепиштурулуп, мидирлимай туриду.
16  Униң жүриги бәәйни таштәк мустәһкәм туриду,
Һәтта түгмәнниң асти тешидәк мәзмут туриду.
17  У орнидин қозғалса, палванларму қорқуп қалиду;
Униң толғинип шавқунлишидин алақзадә болуп кетиду.□ «Униң толғинип шавқунлишидин алақзадә болуп кетиду» — башқа бир нәччә хил тәрҗимилири учриши мүмкин.
18  Бириси қилични униңға тәккүзсиму, һеч үнүми йоқ;
Нәйзә, атарнәйзә вә яки чаңгақ болсиму бәрибир үнүмсиздур.
19  У төмүрни самандәк,
Мисни пор яғачтәк чағлайду.
20  Оқя болса уни қорқитип қачқузалмайду;
Салға ташлири униң алдида пахалға айлиниду.
21  Тоқмақларму пахалдәк һеч немә һесапланмайду;
У нәйзә-шәшбәрниң тәңлинишигә қарап күлүп қойиду.□ «шәшбәр» — беши тикәндәк болған узун бир хил нәйзә.
22  Униң асти қисми болса өткүр сапал парчилиридур;
У лай үстигә чоң тирна билән татилиғандәк из қалдуриду.□ «Униң асти қисми болса өткүр сапал парчилиридур» — яки «Униң асти қисми болса, бәәйни қийиқ ташлардур».
23  У деңиз-океанларни қазандәк қайнитиветиду;
У деңизни қазандики мәлһәмдәк варақшитиду;
24  У маңса маңған йоли пақирайду;
Адәм бужғунларни көрүп чоңқур деңизни аппақ чачлиқ бовай дәп ойлап қалиду.
25  Йәр йүзидә униң тәңдиши йоқтур,
У һеч қорқмас яритилған.
26  У бүйүкләрниң һәр қандиқиға җүръәт билән нәзәр селип, қорқмайду;
У барлиқ мәғрур һайванларниң падишасидур». □ «У барлиқ мәғрур һайванларниң падишасидур» — башқа бир хил тәрҗимиси: «У барлиқ мәғрур болғучиларниң падишасидур».
Оқурмәнләрниң левиатандин алған савақлар тоғрилиқ «қошумчә сөз»дики сөһбитимизни көрүшини үмүт қилимиз.
 
 

□41:2 «Униң җениға тегишкә петиналайдиған һеч ким йоқтур; ундақта Мениң алдимда турмақчи болған кимдур?» — левиатан инсанға үгитидиған әң улуқ иш Худаниң Өз һәйвисини гәвдиләндүрүштур; инсанлар левиатанниң улуқлуғини һәм тилсим көркәмлигигә қарап Худадин әйминиши керәктур. Оқурмәнләрниң «қошумчә сөз»имизни көрүшини үмүт қилимиз.

□41:3 «Мениң алдимға ким келип «маңа тегишлигини бәргинә» дәп баққан екән» — башқа бир хил тәрҗимиси: «маңа ким авал бир нәрсә бәргән екән, андин «маңа тегишлигини бәргинә» дәп баққан екән?».

■41:3 Мис. 19:5; Қан. 10:14; Зәб. 23:1; 49:12; Рим. 11:35; 1Кор. 10:26, 28

□41:5 «...Ким униң қош еңиги ичигә киривалалисун?» — башқа нәччә хил тәрҗимилири бар, мәсилән: — «...Ким униң икки қур чишлири ичигә киривалалисун?» яки «...Ким униңға жүгәнни йеқинлаштуралисун?».

□41:7 «Қасирақлириниң сәплири униң пәхридур, улар бир-биригә чиң чаплаштурулғанки...» — башқа бир хил тәрҗимиси: «Униң пүтүн дүмбиси қасирақлардур, улар бир-биригә чиң чаплаштурулғанки...»

□41:17 «Униң толғинип шавқунлишидин алақзадә болуп кетиду» — башқа бир нәччә хил тәрҗимилири учриши мүмкин.

□41:21 «шәшбәр» — беши тикәндәк болған узун бир хил нәйзә.

□41:22 «Униң асти қисми болса өткүр сапал парчилиридур» — яки «Униң асти қисми болса, бәәйни қийиқ ташлардур».

□41:26 «У барлиқ мәғрур һайванларниң падишасидур» — башқа бир хил тәрҗимиси: «У барлиқ мәғрур болғучиларниң падишасидур». Оқурмәнләрниң левиатандин алған савақлар тоғрилиқ «қошумчә сөз»дики сөһбитимизни көрүшини үмүт қилимиз.