4
1 Силәр ғоҗайинлар, қуллилириңларға адил вә тоғра муамилә қилиңлар; чүнки әрштә өз ғоҗайиниңларниң барлиғини билисиләр.■ Әф. 6:9.
2 Дуа-тилавәткә һәр қандақ вақитта берилиңлар, буниңда рәхмәтләр ейтишип һошияр туруңлар;■ Луқа 18:1; Рим. 12:12; Әф. 6:18; 1Тес. 5:17. 3 шуниң билән биз үчүнму дуа қилғайсиләрки, Худа бизгә Мәсиһниң сирини җакалаш үчүн Өз сөзигә ишик ачсун; мән дәл сир үчүн зәнҗирләр билән бағланғанмән;■ Әф. 6:19; 2Тес. 3:1. 4 шуңа қилишқа тегишлигим бойичә, сирни ашкарилишимға дуа қилиңлар.
5 Сирттикиләргә нисбәтән даналиқ билән меңиңлар, пурсәтләр чиққанда көңүл қоюп қолдин бәрмәңлар.□ «Сирттикиләргә нисбәтән даналиқ билән меңиңлар» — «сирттикиләр» — Худаниң падишалиғиниң сиртида турғанлар, техи етиқат қилмиғанларни көрситиду, әлвәттә. «пурсәтләр чиққанда көңүл қоюп қолдин бәрмәңлар» — «пурсәтләр» болса «сирттикиләр»гә яхшилиқ көрситиш, Худаниң сөзини ейтиш, Мәсиһгә гувалиқ бериш қатарлиқ пурсәтләр.  ■ Әф. 5:15, 16. 6 Силәрниң гәп-сөзлириңлар һәрдайим меһри-шәпқәт билән болсун, туз билән тетитилсун; шуниң билән силәр һәр бир адәмгә қандақ җавап беришни билисиләр.□ «Силәрниң гәп-сөзлириңлар һәрдайим меһри-шәпқәт билән болсун, туз билән тетитилсун; шуниң билән силәр һәр бир адәмгә қандақ җавап беришни билисиләр» — «туз билән тетитилсун» дегән җекиләш тоғрилиқ «қошумчә сөз»имиздә тохтилимиз.  ■ Мар. 9:50.
 
7 Сөйүмлүк қериндаш һәм Рәбдә садиқ хизмәткар, ишдишимиз болған Тикикус силәргә мән тоғрилиқ һәммә ишларни мәлум қилиду.□ «сөйүмлүк қериндаш һәм Рәбдә садиқ хизмәткар, ишдишимиз болған Тикикус» — «ишдаш» грек тилида «(Худаниң) қуллуғидики ишдаш» дегән уқумни билдүриду.  ■ Рос. 20:4; Әф. 6:21; 2Тим. 4:12. 8 Мән уни дәл мошу иш үчүн йениңларға әвәтишим, силәрниң әһвалиңларни биливелиши вә шундақла көңлүңларға илһам-риғбәт бериши үчүндур. 9 Мән өзи силәрдин болған, садиқ вә сөйүмлүк қериндишимиз Онесимусни униң билән әвәттим; улар силәргә мошу йәрдики барлиқ ишларни мәлум қилиду.■ Флм. 10.
10 Түрмидишим болған Аристархус силәргә салам йоллайду; Барнабасниң нәври иниси Маркусму шундақ (силәр униң тоғрилиқ тапшуруқларни тапшурувалдиңлар; у йениңларға кәлсә, уни қобул қилиңлар); ■ Рос. 15:37; 27:2; 2Тим. 4:11. 11 Юстус дәп аталған Йәшуаму салам йоллайду. Худаниң падишалиғи үчүн маңа хизмәтдаш болған сүннәт қилинғанлардин пәқәт мошулар бардур; улар маңа тәсәлли болған.□ «Худаниң падишалиғи үчүн маңа хизмәтдаш болған сүннәт қилинғанлардин пәқәт мошулар бардур; улар маңа тәсәлли болған» — «сүннәт қилинғанлар» — Йәһудийлар. Демас вә Луқа (14-айәттә) «ят әлләр»дин еди.
12 Силәрдин болған, Мәсиһ Әйсаниң қули Әпафрас силәргә салам йоллайду; у силәрниң Худаниң пүткүл ирадисидә мукәммәл, камаләткә йетип чиң турушуңлар үчүн һәрдайим силәр үчүн дуаларда күрәш қилиду. ■ Кол. 1:7; Флм. 23. 13 Чүнки мән униңға гувачимәнки, у силәр үчүн, Лаодикиадикиләр үчүн вә Хейраполистикиләр үчүнму көп җапа тартиду.□ «...у силәр үчүн, Лаодикиадикиләр үчүн вә Хейраполистикиләр үчүнму көп җапа тартиду» — бу «җапа тартиш» болса дуалирида. Тексттики башқа бир кона көчүрмидә: «.. униң силәр үчүн, Лаодикиадикиләр үчүн вә Хираполистикиләр үчүнму көп қизғинлиғи бардур» дейилиду.
14 Сөйүмлүк тевип болған Луқадин силәргә салам, Демастинму шундақ.■ 2Тим. 4:10,11
15 Лаодикиадики қериндашларға биздин салам, Нимфаға һәм униң өйидә жиғилидиған җамаәткиму салам ейтиңлар.□ «Нимфаға һәм униң өйидә жиғилидиған җамаәткиму салам ейтиңлар» — Нимфа бир аялниң исми еди. Тексттики бәзи кона көчүрмиләрдә: «Нимфас» (әрниң исми) дейилиду.
16 Бу хәт араңларда оқулғандин кейин, силәр уни Лаодикийидики җамаәттиму оқутуңлар, вә Лаодикийәдикиләргә язған хәтни силәрму оқуңлар; □ «Бу хәт араңларда оқулғандин кейин, силәр уни Лаодикийидики җамаәттиму оқутуңлар, вә Лаодикийәдикиләргә язған хәтни силәрму оқуңлар» — мүмкинчилиги барки, «Лаодикийәдикиләргә язған хәт» әсли Павлусниң «Әфәсуслуқларға» язған хетидур. «Әфәсуслуқларға»дики «кириш сөз»имизни көрүң. 17 вә Аркиппусқа: «Сән Рәбдә тапшурувалған хизмитиңгә, толуқ әмәл қилишиң үчүн көңүл қойғин» — дәңлар.
18 Мәнки Павлустин өз қолум билән язған салам. Мениң кишәнлинип қамап қоюлғанлиғимни әсләңлар. Силәргә меһри-шәпқәт болғай!□ «Мәнки Павлустин өз қолум билән язған салам» — демәк, хәтниң башқа йәрлири катиплиқ қилған қериндишиниң қолида йезилған. Павлусниң көзлири аҗиз болуши мүмкин («2Кор.» 12:6-10, «Гал.» 4:15). «Мениң кишәнлинип қамап қоюлғанлиғимни әсләңлар» — демәк, дуа-тилавәтлириңларда әсләңлар.  ■ 2Тес. 3:17; Ибр. 13:3.

■4:1 Әф. 6:9.

■4:2 Луқа 18:1; Рим. 12:12; Әф. 6:18; 1Тес. 5:17.

■4:3 Әф. 6:19; 2Тес. 3:1.

□4:5 «Сирттикиләргә нисбәтән даналиқ билән меңиңлар» — «сирттикиләр» — Худаниң падишалиғиниң сиртида турғанлар, техи етиқат қилмиғанларни көрситиду, әлвәттә. «пурсәтләр чиққанда көңүл қоюп қолдин бәрмәңлар» — «пурсәтләр» болса «сирттикиләр»гә яхшилиқ көрситиш, Худаниң сөзини ейтиш, Мәсиһгә гувалиқ бериш қатарлиқ пурсәтләр.

■4:5 Әф. 5:15, 16.

□4:6 «Силәрниң гәп-сөзлириңлар һәрдайим меһри-шәпқәт билән болсун, туз билән тетитилсун; шуниң билән силәр һәр бир адәмгә қандақ җавап беришни билисиләр» — «туз билән тетитилсун» дегән җекиләш тоғрилиқ «қошумчә сөз»имиздә тохтилимиз.

■4:6 Мар. 9:50.

□4:7 «сөйүмлүк қериндаш һәм Рәбдә садиқ хизмәткар, ишдишимиз болған Тикикус» — «ишдаш» грек тилида «(Худаниң) қуллуғидики ишдаш» дегән уқумни билдүриду.

■4:7 Рос. 20:4; Әф. 6:21; 2Тим. 4:12.

■4:9 Флм. 10.

■4:10 Рос. 15:37; 27:2; 2Тим. 4:11.

□4:11 «Худаниң падишалиғи үчүн маңа хизмәтдаш болған сүннәт қилинғанлардин пәқәт мошулар бардур; улар маңа тәсәлли болған» — «сүннәт қилинғанлар» — Йәһудийлар. Демас вә Луқа (14-айәттә) «ят әлләр»дин еди.

■4:12 Кол. 1:7; Флм. 23.

□4:13 «...у силәр үчүн, Лаодикиадикиләр үчүн вә Хейраполистикиләр үчүнму көп җапа тартиду» — бу «җапа тартиш» болса дуалирида. Тексттики башқа бир кона көчүрмидә: «.. униң силәр үчүн, Лаодикиадикиләр үчүн вә Хираполистикиләр үчүнму көп қизғинлиғи бардур» дейилиду.

■4:14 2Тим. 4:10,11

□4:15 «Нимфаға һәм униң өйидә жиғилидиған җамаәткиму салам ейтиңлар» — Нимфа бир аялниң исми еди. Тексттики бәзи кона көчүрмиләрдә: «Нимфас» (әрниң исми) дейилиду.

□4:16 «Бу хәт араңларда оқулғандин кейин, силәр уни Лаодикийидики җамаәттиму оқутуңлар, вә Лаодикийәдикиләргә язған хәтни силәрму оқуңлар» — мүмкинчилиги барки, «Лаодикийәдикиләргә язған хәт» әсли Павлусниң «Әфәсуслуқларға» язған хетидур. «Әфәсуслуқларға»дики «кириш сөз»имизни көрүң.

□4:18 «Мәнки Павлустин өз қолум билән язған салам» — демәк, хәтниң башқа йәрлири катиплиқ қилған қериндишиниң қолида йезилған. Павлусниң көзлири аҗиз болуши мүмкин («2Кор.» 12:6-10, «Гал.» 4:15). «Мениң кишәнлинип қамап қоюлғанлиғимни әсләңлар» — демәк, дуа-тилавәтлириңларда әсләңлар.

■4:18 2Тес. 3:17; Ибр. 13:3.