3
Оғул Муса пәйғәмбәрдин үстүн
1 Шундақ екән, әй муқәддәс қериндашлар, әрштин болған чақириққа ортақ несип болғанлар, өзимиз етирап қилған Расул вә Баш Қаһин, йәни Әйсаға көңүл қоюп қараңлар.■ Ибр. 4:14; 6:20; 8:1; 9:11. 2 Худди Муса пәйғәмбәр Худаниң пүтүн аилисидә хизмәт қилғанда Худаға садиқ болғандәк, уму өзини тайинлап хизмәткә Қойғучиға садиқ болди.□ «Муса пәйғәмбәр Худаниң пүтүн аилисидә хизмәт қилғанда Худаға садиқ болғандәк...» — «Худаниң... аилиси» сөзмусөз тәрҗимиси «Худаниң ... өйи» болуп, Муса пәйғәмбәр заманида бу сөз арқилиқ Исраил хәлқи көздә тутулған еди. Әйса кәлгәндин кейин пүтүн етиқатчилар җамаити көздә тутулидиған болған.  ■ Чөл. 12:7. 3 Лекин өйни бәрпа қилғучи өзи бәрпа қилған өйдинму артуқ шөһрәткә сазавәр болғинидәк, Уму Мусадин артуқ шан-шәрәпкә лайиқтур. 4 Чүнки һәммә өйниң бәрпа қилғучиси бардур; лекин пүтүн мәвҗудатниң бәрпа қилғучиси болса Худадур.■ 2Кор. 5:17,18; Әф. 2:10. 5 Муса болса хизмәткар салаһийити билән Худаниң пүтүн аилисидә садиқлиқ билән кейинки ашкарилинидиған ишларға гувалиқ бериш хизмитини қилған.□ «Муса болса хизмәткар салаһийити билән Худаниң пүтүн аилисидә садиқлиқ билән кейинки ашкарилинидиған ишларға гувалиқ бериш хизмитини қилған» — Муса пәйғәмбәрниң (Худаниң аилиси ичидә болған) хизмити көп җәһәтләрдә Мәсиһ арқилиқ болидиған ниҗатни алдин-ала көрситишни өз ичигә алған. «Чөл.» 12:7ни көрүң.  ■ Қан. 18:15,18. 6 Лекин Мәсиһ болса Худаниң аилисигә Оғул салаһийити билән һөкүм сүриду; вә әгәр биз җасаритимиз вә үмүтүмиздин болған иптихарлиқни ахирғичә чиң тутсақ, дәрвәқә Худаниң әшу аилисигә тәвә болған болимиз.■ Рим. 5:2; 1Кор. 3:16; 6:19; 2Кор. 6:16; 1Пет. 2:5.
 
Зәбур, 95-күй — Етиқатсизлиқ һәққидә агаһландуруш
7 Шуңа, муқәддәс язмиларда Муқәддәс Роһниң дегинидәк,
Бүгүн, әгәр силәр Худаниң авазини аңлисаңлар,■ Зәб. 94:7; Ибр. 4:7.
8 Әйни чағларда Уни ғәзәпләндүрүп, чөл-баяванда Уни синиған күнидикидәк,
Жүригиңларни қаттиқ қилмаңлар!■ Мис. 17:2.
9 Мана шу йәрдә ата-бовилириңлар Мени синиди, испатлиди һәм Мениң қилғанлиримни қириқ жил көрүп кәлгән еди.
10 Мән шу дәвирдин бизар болуп: —
«Булар көңлидә дайим адашқанлар,
Мениң йоллиримни һеч билип йәтмигән.
11 Шуңа Мән ғәзәплинип қәсәм ичип: —
«Улар Мениң арамлиғимға қәтъий кирмәйду» дедим».□ «Шуңа Мән ғәзәплинип қәсәм ичип: — «Улар Мениң арамлиғимға қәтъий кирмәйду» дедим» — «Зәб.» 94:7-11. «Мениң арамлиғим» — биринчидин Худа Исраилларға вәдә бәргән Қанаан (Пәләстин) зиминини көрситиду. Мисирдин чиқип чөл-баяванда қириқ жил сәрсан болуп жүргән бир әвлат Исраиллар итаәтсизлик қилип у зиминға кирмигән. Иккинчидин, шундақла әң муһими, «арамлиқ» болса, пәқәт зиминни әмәс, бәлки Худаниң панаһи, йетәкчилиги һәм шәпқити астида яшашни өз ичигә алиду (4-бапниму көрүң).  ■ Чөл. 14:21-23; Қан. 1:34; Зәб. 94:7-11.
12 Әнди қериндашлар, һеч қайсиңларда яман нийәтлик вә етиқатсиз қәлб болмисун, шундақла униң мәңгү һаят Худадин йүз өрүмәслигигә көңүл бөлүңлар; 13 пәқәт «бүгүн»ла болидикән, һеч қайсиңлар гунаниң аздурушлири билән көңлүңларниң қаттиқлашмаслиғи үчүн һәр күни бир-бириңларни җекиләңлар.□ «пәқәт «бүгүн»ла болидикән, һеч қайсиңлар гунаниң аздурушлири билән көңлүңларниң қаттиқлашмаслиғи үчүн һәр күни бир-бириңларни җекиләңлар» — бу айәттики «бүгүн» жуқурида нәқил кәлтүрүлгән «Зәбур» 95-күйдики сөз, әлвәттә.
14 Дәсләптики хатирҗәмлигимизни ахирғичә чиң тутсақла, дәрвәқә Мәсиһ билән шерик болған болимиз.
15 Жуқирида ейтилғинидәк: —
«Бүгүн, әгәр силәр Худаниң авазини аңлисаңлар,
Әйни чағларда Уни ғәзәпләндүргән күнидикидәк,
Жүригиңларни қаттиқ қилмаңлар!»■ Ибр. 3:7.
 
16 (Әнди Униң авазини аңлап туруп, Уни ғәзәпләндүргәнләр кимләр еди? Муса пәйғәмбәрниң йетәкчилигидә Мисирдин қутулуп чиққан әшу Исраилларниң һәммиси әмәсму? 17 У қириқ жил кимләргә ғәзәпләнди? Йәнила шу гуна өткүзүп, жиқилип җәсәтлири чөлдә қалғанларға әмәсму? □ «У қириқ жил кимләргә ғәзәпләнди? Йәнила шу гуна өткүзүп, жиқилип җәсәтлири чөлдә қалғанларға әмәсму?» — «Чөл.» 14:29, 32ни көрүң.  ■ Чөл. 14:36; Зәб. 105:26; 1Кор. 10:10; Йәһ. 5. 18 Шундақла У кимләргә Өз арамлиғимға қәтъий кирмәйсиләр дәп қәсәм қилди? Өзигә итаәт қилмиғанларни әмәсму? ■ Қан. 1:34. 19 Шуңа булардин көрүвалалаймизки, уларниң арамлиққа кирмәслиги етиқатсизлиғи түпәйлидин еди).
 
 

■3:1 Ибр. 4:14; 6:20; 8:1; 9:11.

□3:2 «Муса пәйғәмбәр Худаниң пүтүн аилисидә хизмәт қилғанда Худаға садиқ болғандәк...» — «Худаниң... аилиси» сөзмусөз тәрҗимиси «Худаниң ... өйи» болуп, Муса пәйғәмбәр заманида бу сөз арқилиқ Исраил хәлқи көздә тутулған еди. Әйса кәлгәндин кейин пүтүн етиқатчилар җамаити көздә тутулидиған болған.

■3:2 Чөл. 12:7.

■3:4 2Кор. 5:17,18; Әф. 2:10.

□3:5 «Муса болса хизмәткар салаһийити билән Худаниң пүтүн аилисидә садиқлиқ билән кейинки ашкарилинидиған ишларға гувалиқ бериш хизмитини қилған» — Муса пәйғәмбәрниң (Худаниң аилиси ичидә болған) хизмити көп җәһәтләрдә Мәсиһ арқилиқ болидиған ниҗатни алдин-ала көрситишни өз ичигә алған. «Чөл.» 12:7ни көрүң.

■3:5 Қан. 18:15,18.

■3:6 Рим. 5:2; 1Кор. 3:16; 6:19; 2Кор. 6:16; 1Пет. 2:5.

■3:7 Зәб. 94:7; Ибр. 4:7.

■3:8 Мис. 17:2.

□3:11 «Шуңа Мән ғәзәплинип қәсәм ичип: — «Улар Мениң арамлиғимға қәтъий кирмәйду» дедим» — «Зәб.» 94:7-11. «Мениң арамлиғим» — биринчидин Худа Исраилларға вәдә бәргән Қанаан (Пәләстин) зиминини көрситиду. Мисирдин чиқип чөл-баяванда қириқ жил сәрсан болуп жүргән бир әвлат Исраиллар итаәтсизлик қилип у зиминға кирмигән. Иккинчидин, шундақла әң муһими, «арамлиқ» болса, пәқәт зиминни әмәс, бәлки Худаниң панаһи, йетәкчилиги һәм шәпқити астида яшашни өз ичигә алиду (4-бапниму көрүң).

■3:11 Чөл. 14:21-23; Қан. 1:34; Зәб. 94:7-11.

□3:13 «пәқәт «бүгүн»ла болидикән, һеч қайсиңлар гунаниң аздурушлири билән көңлүңларниң қаттиқлашмаслиғи үчүн һәр күни бир-бириңларни җекиләңлар» — бу айәттики «бүгүн» жуқурида нәқил кәлтүрүлгән «Зәбур» 95-күйдики сөз, әлвәттә.

■3:15 Ибр. 3:7.

□3:17 «У қириқ жил кимләргә ғәзәпләнди? Йәнила шу гуна өткүзүп, жиқилип җәсәтлири чөлдә қалғанларға әмәсму?» — «Чөл.» 14:29, 32ни көрүң.

■3:17 Чөл. 14:36; Зәб. 105:26; 1Кор. 10:10; Йәһ. 5.

■3:18 Қан. 1:34.