12
 1 Кимки тәрбийини қәдирлисә, билимниму сөйгүчидур; 
Лекин тәнбиһкә нәпрәтләнгән надан-һамақәттур. 
 2 Яхши нийәтлик адәм Пәрвәрдигарниң илтипатиға еришәр; 
Амма Пәрвәрдигар һейлә-микирлик адәмниң гунайини бекитәр. 
 3 Адәмләр яманлиқ қилип аманлиқ тапалмас; 
Лекин һәққанийларниң йилтизи тәврәнмәс.
■  4 Пәзиләтлик аял ериниң таҗидур; 
Амма уни уятқа салғучи хотун униң устихинини чиритәр.
■  5 Һәққаний адәмниң ой-пикри дурус һөкүм чиқирар; 
Яманларниң несиһәтлири мәккарлиқтур.
□  6 Яманларниң сөзлири қан төкидиған қилтақтур; 
Лекин дурусниң сөзи адәмни қилтақтин қутулдурар.
■  7 Яманлар ағдурулуп, йоқилар; 
Лекин һәққанийларниң өйи мәзмут турар.
□  ■  8 Адәм өз зериклиги билән махташқа сазавәр болар; 
Әгир нийәтлик киши көзгә илинмас. 
 9 Пеқир туруп хизмәткари бар киши, 
Өзини чоң тутуп ач жүргән кишидин яхшидур.
■  10 Һәққаний адәм өз улиғиниму асрар; 
Амма рәзил адәмниң болса һәтта рәһимдиллиғиму залимлиқтур.
■  11 Тиришип териқчилиқ қилған деханниң қосиғи тоқ болар; 
Амма хам хиялларға берилгән кишиниң әқли йоқтур.
■  12 Яман адәм яманлиқ қилтиғини көзләп олтирар; 
Амма һәққаний адәмниң йилтизи мевә берип турар. 
 13 Яман адәм өз ағзиниң гунайидин тутулар; 
Һәққаний адәм мушәққәт-қийинчилиқтин қутулар.
□  ■  14 Адәм өз ағзиниң мевисидин қанаәт тапар; 
Өз қоли билән қилғанлиридин униңға яндурулар.
■  15 Ахмақ өз йолини тоғра дәп биләр; 
Амма дәвәткә қулақ салған киши ақиланидур.
■  16 Ахмақниң аччиғи кәлсә, тезла билинәр; 
Зерәк киши һақарәткә сәвир қилар, сәтчиликни ашкарилимас.
□  17 Һәқиқәтни ейтқан кишидин адаләт билинәр; 
Ялған гувалиқ қилғучидин алдамчилиқ билинәр.
■  18 Бәзлиләрниң йениклик билән ейтқан гепи адәмгә санҗилған қиличқа охшар; 
Бирақ ақиланиниң тили дәрдкә дәрмандур.
■  19 Растчил мәңгү турғузулиду; 
Ләвзи ялған болса бирдәмликтур.
□  20 Яманлиқниң койида жүргүчиниң көңлидә һейлә сақланғандур; 
Аманлиқни дәвәт қилғучилар хошаллиққа чөмәр. 
 21 Һәққаний адәмниң бешиға һеч күлпәт чүшмәс; 
Қәбиһләр балаю-қазаға чөмүләр. 
 22 Ялған сөзләйдиғанниң ләвлири Пәрвәрдигарға жиркиничликтур; 
Лекин ләвзидә турғанларға У апирин ейтар. 
 23 Пәмлик адәм билимини йошурар; 
Бирақ ахмақ наданлиғини җакалар.
■  24 Тиришчан қол һоқуқ тутар; 
Һорун қол алванға тутулар.
■  25 Көңүлниң ғәм-әндишиси кишини мүкчәйтәр; 
Лекин меһриванә бир сөз кишини роһландурар.
■  26 Һәққаний киши өз дости билән биргә йол издәр; 
Бирақ яманларниң йоли өзлирини адаштурар.
□  27 Һорун өзи тутқан овни пиширип йейәлмәс; 
Бирақ әтиварлиқ байлиқлар тиришчанға мәнсуптур.
□  28 Һәққанийлиқниң йолида һаят тепилар; 
Шу йолда өлүм көрүнмәстур.