5
Қозиниң орам язмини қолиға елиши
1 Андин тәхттә олтарғучиниң оң қолида ич вә таш тәрипигә хәт пүтүлгән вә йәттә мөһүр билән печәтләнгән бир орам язмини көрдүм. □ «мунасивәтлик айәтләр» — «Зәк.» 5:1-4.  ■ Әз. 2:10. 2 Жуқири аваз билән: «Орам язмини ечип, печәтләрни йешишкә ким лайиқтур?» дәп товлиған қавул бир пәриштиниму көрдүм. 3 Лекин нә әрштә нә йәр йүзидә нә йәр астида орам язмини ачалайдиған яки ичигә қаралайдиған һеч ким чиқмиди.■ Фил. 2:10; Вәһ. 5:13. 4 Орам язмини ечишқа яки ичигә қарашқа лайиқ бирәрси тепилмиғачқа, қаттиқ жиғливәттим. 5 Андин ақсақаллардин бири маңа:
— Жиғлима! Қара, Йәһуда қәбилисидин болған шир — Давутниң йилтизи Болғучи ғәлибә қилди; шуңа орам язмини вә униң йәттә печитини ечишқа У қадир,  — деди.□ «Давутниң йилтизи болғучи» — яки «Давутниң йилтизиниң нотиси» («Йәш.» 11:1ни көрүң). Лекин бизниңчә бу сөз Давутниң Мәсиһтин келип чиққанлиғини һәм Мәсиһниң Давутниң Рәбби екәнлигини көрситиду (22:16 вә «Мат.» 22:42-45).  ■ Яр. 49:9,10; Йәш. 11:10; Рим. 15:12; Вәһ. 22:16.
6 Андин қарисам, тәхт билән төрт һаят мәхлуқниң арилиғида, ақсақаллар оттурисида бир Қоза өрә туратти. У йеңила боғузланғандәк қилатти; Униң йәттә мүңгүзи вә йәттә көзи болуп, бу көзләр Худаниң пүткүл йәр йүзигә әвәткән йәттә Роһи еди.■ Зәк. 3:9; 4:10; Вәһ. 4:5. 7 Қоза берип, тәхттә олтарғучиниң оң қолидин орам язмини алди. 8 Язмини алғанда, төрт һаят мәхлуқ вә жигирмә төрт ақсақал қозиниң айиғиға жиқилди; уларниң һәр бириниң чилтари вә хушбуй билән толған алтун чинилири бар еди (бу хушбуй муқәддәс бәндиләрниң дуалири еди).■ Зәб. 140:2; Вәһ. 14:2. 9 Улар йеңи бир күй ейтишти: —
 
«Орам язмини елишқа,
Вә печәтләрни ечишқа лайиқсән;
Чүнки боғузландиң
Вә һәр қәбилидин, һәр тилдин,
Һәр милләттин, һәр әлдин болған инсанларни
Өз қениң бәдили билән сетивелип, Худаға мәнсуп қилдиң.■ Рос. 20:28; Әф. 1:7; Кол. 1:14; Ибр. 9:12; 10:10; 1Пет. 1:19; 1Юһа. 1:7; Вәһ. 4:11.
10 Уларни Худайимиз үчүн бир падишалиққа уюштуруп,
Каһинлар қилдиң.
Улар йәр йүзидә һөкүм сүриду».■ Мис. 19:6; 1Пет. 2:5, 9; Вәһ. 1:6.
11 Андин көрдүм вә мана, тәхтниң, һаят мәхлуқларниң вә ақсақалларниң әтрапида нурғунлиған пәриштиләрниң авазини аңлидим. Уларниң сани түмән миң-түмән миң, миллион-миллион еди. □ «Уларниң сани түмән миң-түмән миң, миллион-миллион еди» — әслидә «уларниң сани йүз миллионлиған, «миллионлиған еди».  ■ Дан. 7:10; Ибр. 12:22. 12 Улар жуқури аваз билән: —
 
«Боғузланған қоза қудрәт, дөләт, даналиқ, күч-қувәт, һөрмәт, шан-шәрәп
Вә мәдһийигә лайиқтур» дейишәтти.■ Вәһ. 4:11.
 
13 Андин мән әрш, йәр йүзи, йәр асти вә деңиздики һәр бир мәхлуқ вә уларниң ичидә бар болғанларниң һәммисиниң: —
 
«Тәхттә Олтарғучиға вә Қозиға
Мәдһийә, һөрмәт, шан-шәрәп вә һоқуқ-қудрәт
Әбәдил-әбәткичә мәнсуп болғай!» дегинини аңлидим.
 
14 Төрт һаят мәхлуқ «Амин!» дәп җавап қайтуратти, ақсақаллар йәргә жиқилип сәҗдә қилатти.□ «...Төрт һаят мәхлуқ «амин!» дәп җавап қайтуратти, ақсақаллар йәргә жиқилип сәҗдә қилатти» — бу муһим бабниң темиси тоғрилиқ «қошумчә сөз»имиздә азрақ тохтилимиз.
 
 

□5:1 «мунасивәтлик айәтләр» — «Зәк.» 5:1-4.

■5:1 Әз. 2:10.

■5:3 Фил. 2:10; Вәһ. 5:13.

□5:5 «Давутниң йилтизи болғучи» — яки «Давутниң йилтизиниң нотиси» («Йәш.» 11:1ни көрүң). Лекин бизниңчә бу сөз Давутниң Мәсиһтин келип чиққанлиғини һәм Мәсиһниң Давутниң Рәбби екәнлигини көрситиду (22:16 вә «Мат.» 22:42-45).

■5:5 Яр. 49:9,10; Йәш. 11:10; Рим. 15:12; Вәһ. 22:16.

■5:6 Зәк. 3:9; 4:10; Вәһ. 4:5.

■5:8 Зәб. 140:2; Вәһ. 14:2.

■5:9 Рос. 20:28; Әф. 1:7; Кол. 1:14; Ибр. 9:12; 10:10; 1Пет. 1:19; 1Юһа. 1:7; Вәһ. 4:11.

■5:10 Мис. 19:6; 1Пет. 2:5, 9; Вәһ. 1:6.

□5:11 «Уларниң сани түмән миң-түмән миң, миллион-миллион еди» — әслидә «уларниң сани йүз миллионлиған, «миллионлиған еди».

■5:11 Дан. 7:10; Ибр. 12:22.

■5:12 Вәһ. 4:11.

□5:14 «...Төрт һаят мәхлуқ «амин!» дәп җавап қайтуратти, ақсақаллар йәргә жиқилип сәҗдә қилатти» — бу муһим бабниң темиси тоғрилиқ «қошумчә сөз»имиздә азрақ тохтилимиз.