5
Қозиниң орам язмини қолиға елиши 
 1 Андин тәхттә олтарғучиниң оң қолида ич вә таш тәрипигә хәт пүтүлгән вә йәттә мөһүр билән печәтләнгән бир орам язмини көрдүм. 
□  ■  2 Жуқири аваз билән: «Орам язмини ечип, печәтләрни йешишкә ким лайиқтур?» дәп товлиған қавул бир пәриштиниму көрдүм.  
3 Лекин нә әрштә нә йәр йүзидә нә йәр астида орам язмини ачалайдиған яки ичигә қаралайдиған һеч ким чиқмиди.
■  4 Орам язмини ечишқа яки ичигә қарашқа лайиқ бирәрси тепилмиғачқа, қаттиқ жиғливәттим.  
5 Андин ақсақаллардин бири маңа: 
 — Жиғлима! Қара, Йәһуда қәбилисидин болған шир — Давутниң йилтизи Болғучи ғәлибә қилди; шуңа орам язмини вә униң йәттә печитини ечишқа У қадир,  — деди.
□  ■  6 Андин қарисам, тәхт билән төрт һаят мәхлуқниң арилиғида, ақсақаллар оттурисида бир Қоза өрә туратти. У йеңила боғузланғандәк қилатти; Униң йәттә мүңгүзи вә йәттә көзи болуп, бу көзләр Худаниң пүткүл йәр йүзигә әвәткән йәттә Роһи еди.
■  7 Қоза берип, тәхттә олтарғучиниң оң қолидин орам язмини алди.  
8 Язмини алғанда, төрт һаят мәхлуқ вә жигирмә төрт ақсақал қозиниң айиғиға жиқилди; уларниң һәр бириниң чилтари вә хушбуй билән толған алтун чинилири бар еди (бу хушбуй муқәддәс бәндиләрниң дуалири еди).
■  9 Улар йеңи бир күй ейтишти: — 
    
«Орам язмини елишқа, 
Вә печәтләрни ечишқа лайиқсән; 
Чүнки боғузландиң 
Вә һәр қәбилидин, һәр тилдин, 
Һәр милләттин, һәр әлдин болған инсанларни 
Өз қениң бәдили билән сетивелип, Худаға мәнсуп қилдиң.
■  10 Уларни Худайимиз үчүн бир падишалиққа уюштуруп, 
Каһинлар қилдиң. 
Улар йәр йүзидә һөкүм сүриду».
■  11 Андин көрдүм вә мана, тәхтниң, һаят мәхлуқларниң вә ақсақалларниң әтрапида нурғунлиған пәриштиләрниң авазини аңлидим. Уларниң сани түмән миң-түмән миң, миллион-миллион еди. 
□  ■  12 Улар жуқури аваз билән: — 
    
«Боғузланған қоза қудрәт, дөләт, даналиқ, күч-қувәт, һөрмәт, шан-шәрәп 
Вә мәдһийигә лайиқтур» дейишәтти.
■    
 13 Андин мән әрш, йәр йүзи, йәр асти вә деңиздики һәр бир мәхлуқ вә уларниң ичидә бар болғанларниң һәммисиниң: — 
   
«Тәхттә Олтарғучиға вә Қозиға 
Мәдһийә, һөрмәт, шан-шәрәп вә һоқуқ-қудрәт 
Әбәдил-әбәткичә мәнсуп болғай!» дегинини аңлидим. 
   
 14 Төрт һаят мәхлуқ «Амин!» дәп җавап қайтуратти, ақсақаллар йәргә жиқилип сәҗдә қилатти.
□