10
Әйса сөзини давам қилиду — «Мән яхши қой баққучидурмән»
1 Бәрһәқ, бәрһәқ, мән силәргә шуни ейтип қояйки, қой қотиниға ишиктин кирмәй, башқа йәрдин ямишип киргән киши оғри вә қарақчидур. 2 Ишиктин киридиған киши болса қойларниң падичисидур. 3 Ишик бақар униңға ишикни ечип бериду вә қойлар униң авазини аңлап тонуйду; у өз қойлириниң исимлирини бир-бирләп чақирип уларни сиртқа башлап чиқиду.□ «Ишик бақар униңға ишикни ечип бериду вә қойлар униң авазини аңлап тонуйду...» — «ишик бақар» бәлким Чөмүлдүргүчи Йәһяни көрситиши мүмкин. Бу айәт һәм 4-айәткә мунасивәтлик, «Мик.» 2:13 вә изаһатни көрүң. 4 У қойлириниң һәммисини сиртқа чиқирип болуп, уларниң алдида маңиду, қойларму униң кәйнидин әгишип меңишиду; чүнки улар униң авазини тонуйду.□ «У қойлириниң һәммисини сиртқа чиқирип болуп, уларниң алдида маңиду, қойларму униң кәйнидин әгишип меңишиду; чүнки улар униң авазини тонуйду» — демисәкму, Оттура Шәриқтики қойчилар дәл шундақ йол билән қойларни бақиду. Қойчи барлиқ қойларға исим қоюп уларни бу исим билән чақириду. У дайим «қойлирини башлайду», улар униң авази билән әгишип маңиду. Адәттә қойчиниң қойларни «һайдаш»ниң һеч һаҗити йоқ. 5 Лекин улар ят адәмниң кәйнидин маңмайду, бәлки униңдин қачиду; чүнки улар ятларниң авазини тонумайду.
6 Әйса бу тәмсилни уларға сөзләп бәргини билән, лекин улар униң өзлиригә немә дәватқанлиғини һеч чүшәнмиди. 7 Шуңа Әйса уларға йәнә мундақ деди:
— Бәрһәқ, бәрһәқ, мән силәргә шуни ейтип қояйки, қойларниң ишиги өзүмдурмән.□ «қойларниң ишиги өзүмдурмән» — Оттура Шәриқтә падичилар кечидә қойларни қоғдаш үчүн қотанниң ағзида тоғрисиға йетип ухлайду. Шуниң билән улар өзлирини «қойларниң ишиги» дәйду. Ундақ қойчилар һәр күни «өз қойлири үчүн җенини пида қилиду». 8 Мәндин илгири кәлгәнләрниң һәммиси оғри вә қарақчидур, лекин қойлар уларға қулақ салмиди.□ «Мәндин илгири кәлгәнләрниң һәммиси оғри вә қарақчидур, лекин қойлар уларға қулақ салмиди» — бу йәрдә Әйсаниң көздә тутқини Тәвраттики пәйғәмбәрләр әмәс, бәлки өзлирини «Исраилни баққучилар» дәп ативалғанлар — йәни Пәрисийләр, баш каһинлар, Тәврат устазлири, Йәһудий ақсақаллири, шундақла өзидин илгири пәйда болған «сахта Мәсиһләр» (мәсилән, «Рос.» 5:36-37)дин ибарәт. Исраилға баққучи болуш керәк болғанлар әксичә падидин пайда-мәнпәәт алидиғанларға айландурулған («Йәр.» 23-бап, «Әз.» 34-бапни көрүң). 9 Ишик өзүмдурмән. Мән арқилиқ киргини қутқузулиду һәм кирип-чиқип, от-чөпләрни тепип йейәләйду. ■ Юһ. 14:6. 10 Оғри болса пәқәт оғрилаш, өлтүрүш вә бузуш үчүнла келиду. Мән болсам уларни һаятлиққа еришсун вә шу һаятлиғи мол болсун дәп кәлдим.□ «Оғри болса пәқәт оғрилаш, өлтүрүш вә бузуш үчүнла келиду» — «өлтүрүш» грек тилида «боғузлаш».
11 Яхши падичи өзүмдурмән. Яхши падичи қойлар үчүн өз җенини пида қилиду. □ «Яхши падичи қойлар үчүн өз җенини пида қилиду» — «яхши падичи» болғандин кейин башқа хил падичилар боламду? Бу тоғрисида «қошумчә сөз»имиздә азрақ тохтилимиз.  ■ Йәш. 40:11; Әз. 34:11, 12, 15, 22, 23; Мик. 1:14; Ибр. 13:20; 1Пет. 5:4. 12 Лекин мәдикар ундақ қилмайду. У бәлки нә қойларниң егиси нә падичиси болмиғачқа, бөриниң кәлгинини көрсә, қойларни ташлап қачиду вә бөрә келип қойларни титип тирипирән қиливетиду. □ «бөрә келип қойларни титип тирипирән қиливетиду» — яки «бөрә келип қойларни тутувелип тирипирән қиливетиду».  ■ Зәк. 11:16. 13 Әнди мәдикар болса пәқәт һәққини дәп ишләп, қойларға көңүл бөлмәй бәдәр қачиду.
14-15 Яхши падичи өзүмдурмән. Ата мени тониғинидәк мән атини тонуғинимдәк, мән өзүмниңкиләрни тонуймән вә өзүмниңкиләрму мени тонуйду; қойлар үчүн җеним пида. ■ 2Тим. 2:19; Мат. 11:27; Луқа 10:22; Юһ. 6:46; 7:29. 16 Бу қотандин болмиған башқа қойлиримму бар. Уларниму елип башлишим керәк вә уларму авазимни аңлайду; шуниң билән бир пада болиду, шундақла уларниң бир падичиси болиду.□ «Бу қотандин болмиған башқа қойлиримму бар. Уларниму елип башлишим керәк ... шуниң билән бир пада болиду, шундақла уларниң бир падичиси болиду» — һеч қандақ шүбһә йоқки, мошу йәрдә «бу қотандин болмиған»лар Мәсиһкә етиқат қилидиған Йәһудий әмәсләрни көрситиду.  ■ Әз. 37:22.
17 Ата мени шу сәвәптин сөйидуки, мән җенимни қайтурувелишим үчүн уни пида қилимән. ■ Йәш. 53:12. 18 Җенимни һеч ким мәндин алалмайду, мән уни өз ихтиярим билән пида қилимән. Мән уни пида қилишқа һоқуқлуқмән вә шундақла уни қайтурувелишқиму һоқуқлуқмән; бу әмирни Атамдин тапшурувалғанмән.■ Юһ. 2:19.
19 Бу сөзләр түпәйлидин Йәһудийлар арисида йәнә бөлүнүш пәйда болди. ■ Юһ. 7:12; 9:16. 20 Улардин көп адәмләр:
— Униңға җин чаплишипту, у җөйлүватиду, немә үчүн униң сөзигә қулақ салғидәксиләр? — дейишти.■ Юһ. 7:20; 8:48, 52.
21 Йәнә бәзиләр болса:
— Җин чаплашқан адәмниң сөзлири бундақ болмайду. Җин қандақму қариғуларниң көзлирини ачалисун?! — дейишти.■ Мис. 4:11; Зәб. 93:9; 145:8.
 
Әйсаниң чәткә қеқилиши
22 Қиш пәсли болуп, Йерусалимда «Қайта беғишлаш һейти» өткүзүлүвататти. □ «Қайта беғишлаш һейти» — (ибадәтханини) «қайта беғишлаш һейти» болса миладийәдин илгири 164-жили «Йәһуда Маккабус» ибадәтханини Юнандикиләрниң бутпәрәслигидин қайтурувелип, уни қайтидин Худаниң йолиға атап беғишлиғанлиғини тәбрикләйдиған һейт. Бу һейт Йәһудийлар арисида һазирғичә «Ханнукаһ» дәп атилиду. 23 Әйса ибадәтханидики «Сулайманниң пешайвини»да айлинип жүрәтти. ■ 1Пад. 6:3; Рос. 3:11; 5:12. 24 Йәһудийлар униң әтрапиға олишивелип:
— Бизни қачанғичә тит-тит қилип тутуқлуқта қалдурмақчисән? Әгәр Мәсиһ болсаң, бизгә очуғини ейт, — дейишти.□ «Бизни қачанғичә тит-тит қилип тутуқлуқта қалдурмақчисән?» — грек тилида «җенимизни қачанғичә тит-тит қилип тутуқлуқта қалдурмақчисән?».
25 Әйса мундақ җавап бәрди:
— Мән силәргә ейттим, лекин ишәнмәйсиләр. Атамниң нами билән қилған әмәллиримниң өзи маңа гувалиқ бериду. ■ Юһ. 5:36. 26 Бирақ мән силәргә ейтқинимдәк, силәр етиқат қилмидиңлар, чүнки мениң қойлиримдин әмәссиләр. 27 Мениң қойлирим мениң авазимни аңлайду, мән уларни тонуймән вә улар маңа әгишиду. ■ Юһ. 8:47. 28 Мән уларға мәңгүлүк һаят ата қилимән; улар әсла һалак болмайду. Һеч ким уларни қолумдин тартивалалмайду. ■ Юһ. 6:39; 17:12; 18:9. 29 Уларни маңа тәқдим қилған атам һәммидин үстүндур вә һеч ким уларни атамниң қолидин тартивалалмайду. 30 Мән вә Ата әслидинла бирдурмиз.□ «Мән вә Ата әслидинла бирдурмиз» — «Қан» 32:39ни көрүң. Мошу йәрдә Мәсиһниң «бир» дегини, жуқурида тилға елинған ишлирида өзиниң Худаата билән биргә бир болғанлиғини тәкитләйду.  ■ Йәш. 54:5; Юһ. 5:19; 14:9; 17:5.
31 Буниң билән Йәһудийлар йәнә уни чалма-кесәк қилишмақчи болуп, йәрдин қоллириға таш елишти.■ Юһ. 8:59; 11:8.
32 Әйса уларға: — Атамдин кәлгән нурғун яхши әмәлләрни силәргә көрсәттим. Бу әмәлләрниң қайсиси үчүн мени чалма-кесәк қилмақчисиләр? — деди.
33 — Сени яхши бир әмәл үчүн әмәс, бәлки күпүрлүк қилғиниң үчүн чалма-кесәк қилимиз. Чүнки сән бир инсан туруқлуқ, өзүңни Худа қилип көрсәттиң! — деди Йәһудийлар җававән.■ Юһ. 5:18.
34 Әйса уларға мундақ җавап бәрди:
— Силәргә тәвә муқәддәс қанунда «Мән ейттим, силәр илаһларсиләр» дәп пүтүлгән әмәсму? □ «Силәргә тәвә муқәддәс қанун» — 8:17 вә изаһатини көрүң. «Мән ейттим, силәр илаһларсиләр» — бу сөзләр «Зәб.» 81:6дә тепилиду. Толуқ ейтсақ «Мән ейттим: — Силәр илаһлар екәнсиләр; һәммиңлар Һәммидин Алий Болғучиниң оғуллирисиләр» дегән болуп, бу сөз әслидә сот мәҗлисигә қатнашқан «илаһлар»ға, йәни Худаниң хәлқигә сорақчи болған яки өз хәлқи арисида һәр қандақ һоқуқ-мәсъулийити бар адәмләргә ейтилған еди. Улар мошу ишта, һәммини сорақ қилғучи Худаға охшап кәткәчкә, «илаһлар» дейилиду. 35-36-айәт вә изаһатини көрүң. «Зәб.» 82:1дики изаһатниму көрүң.  ■ Зәб. 81:6 35 Худа өз сөз-каламини йәткүзгәнләрни «илаһлар» дәп атиған йәрдә (вә муқәддәс язмиларда ейтилғини һәргиз күчтин қалмайду) 36 немә үчүн Ата Өзигә хас-муқәддәс қилип паний дунияға әвәткән зат «Мән Худаниң Оғлимән» десә, у тоғрилиқ «күпүрлүк қилдиң!» дәйсиләр? □ «Немә үчүн Ата Өзигә хас-муқәддәс қилип паний дунияға әвәткән зат «Мән Худаниң Оғлимән» десә, у тоғрилиқ «күпүрлүк қилдиң!» дәйсиләр?» — бу 36-айәт бойичә, Худа «Зәбур»да «Худаниң сөз-калами йәткүзүлгәнләр»ни «илаһлар» дәп атиған йәрдә, Худаниң Сөз-Каламиниң Өзи дунияға кәлгәндә, «Худаниң Оғлимән» десә, бу қандақму күпүрлүк болиду?  ■ Юһ. 5:1; 6:27. 37 Әгәр Атамниң әмәллирини қилмисам, маңа ишәнмәңлар. ■ Юһ. 15:24. 38 Бирақ қилсам, маңа ишәнмигән һаләттиму, әмәлләрниң өзлиригә ишиниңлар. Буниң билән Атиниң мәндә екәнлигини, мениңму Атида екәнлигимни һәқ дәп билип етиқат қилидиған болисиләр.■ Юһ. 14:11; 17:21.
39 Буниң билән улар йәнә уни тутмақчи болди, бирақ у уларниң қоллиридин қутулуп, у йәрдин кәтти. ■ Луқа 4:29; Юһ. 8:59. 40 Андин у йәнә Иордан дәриясиниң у қетиға, йәни Йәһя пәйғәмбәр дәслипидә адәмләрни чөмүлдүргән җайға берип, у йәрдә турди.■ Юһ. 1:28; 3:23.
41 Нурғун кишиләр униң йениға кәлди. Улар:
— Йәһя һеч мөҗизилик аламәт көрсәтмигән, лекин униң бу адәм тоғрисида барлиқ ейтқанлири раст екән! — дейишти. 42 Шуниң билән нурғунлиған кишиләр бу йәрдә униңға етиқат қилди.
 
 

□10:3 «Ишик бақар униңға ишикни ечип бериду вә қойлар униң авазини аңлап тонуйду...» — «ишик бақар» бәлким Чөмүлдүргүчи Йәһяни көрситиши мүмкин. Бу айәт һәм 4-айәткә мунасивәтлик, «Мик.» 2:13 вә изаһатни көрүң.

□10:4 «У қойлириниң һәммисини сиртқа чиқирип болуп, уларниң алдида маңиду, қойларму униң кәйнидин әгишип меңишиду; чүнки улар униң авазини тонуйду» — демисәкму, Оттура Шәриқтики қойчилар дәл шундақ йол билән қойларни бақиду. Қойчи барлиқ қойларға исим қоюп уларни бу исим билән чақириду. У дайим «қойлирини башлайду», улар униң авази билән әгишип маңиду. Адәттә қойчиниң қойларни «һайдаш»ниң һеч һаҗити йоқ.

□10:7 «қойларниң ишиги өзүмдурмән» — Оттура Шәриқтә падичилар кечидә қойларни қоғдаш үчүн қотанниң ағзида тоғрисиға йетип ухлайду. Шуниң билән улар өзлирини «қойларниң ишиги» дәйду. Ундақ қойчилар һәр күни «өз қойлири үчүн җенини пида қилиду».

□10:8 «Мәндин илгири кәлгәнләрниң һәммиси оғри вә қарақчидур, лекин қойлар уларға қулақ салмиди» — бу йәрдә Әйсаниң көздә тутқини Тәвраттики пәйғәмбәрләр әмәс, бәлки өзлирини «Исраилни баққучилар» дәп ативалғанлар — йәни Пәрисийләр, баш каһинлар, Тәврат устазлири, Йәһудий ақсақаллири, шундақла өзидин илгири пәйда болған «сахта Мәсиһләр» (мәсилән, «Рос.» 5:36-37)дин ибарәт. Исраилға баққучи болуш керәк болғанлар әксичә падидин пайда-мәнпәәт алидиғанларға айландурулған («Йәр.» 23-бап, «Әз.» 34-бапни көрүң).

■10:9 Юһ. 14:6.

□10:10 «Оғри болса пәқәт оғрилаш, өлтүрүш вә бузуш үчүнла келиду» — «өлтүрүш» грек тилида «боғузлаш».

□10:11 «Яхши падичи қойлар үчүн өз җенини пида қилиду» — «яхши падичи» болғандин кейин башқа хил падичилар боламду? Бу тоғрисида «қошумчә сөз»имиздә азрақ тохтилимиз.

■10:11 Йәш. 40:11; Әз. 34:11, 12, 15, 22, 23; Мик. 1:14; Ибр. 13:20; 1Пет. 5:4.

□10:12 «бөрә келип қойларни титип тирипирән қиливетиду» — яки «бөрә келип қойларни тутувелип тирипирән қиливетиду».

■10:12 Зәк. 11:16.

■10:14-15 2Тим. 2:19; Мат. 11:27; Луқа 10:22; Юһ. 6:46; 7:29.

□10:16 «Бу қотандин болмиған башқа қойлиримму бар. Уларниму елип башлишим керәк ... шуниң билән бир пада болиду, шундақла уларниң бир падичиси болиду» — һеч қандақ шүбһә йоқки, мошу йәрдә «бу қотандин болмиған»лар Мәсиһкә етиқат қилидиған Йәһудий әмәсләрни көрситиду.

■10:16 Әз. 37:22.

■10:17 Йәш. 53:12.

■10:18 Юһ. 2:19.

■10:19 Юһ. 7:12; 9:16.

■10:20 Юһ. 7:20; 8:48, 52.

■10:21 Мис. 4:11; Зәб. 93:9; 145:8.

□10:22 «Қайта беғишлаш һейти» — (ибадәтханини) «қайта беғишлаш һейти» болса миладийәдин илгири 164-жили «Йәһуда Маккабус» ибадәтханини Юнандикиләрниң бутпәрәслигидин қайтурувелип, уни қайтидин Худаниң йолиға атап беғишлиғанлиғини тәбрикләйдиған һейт. Бу һейт Йәһудийлар арисида һазирғичә «Ханнукаһ» дәп атилиду.

■10:23 1Пад. 6:3; Рос. 3:11; 5:12.

□10:24 «Бизни қачанғичә тит-тит қилип тутуқлуқта қалдурмақчисән?» — грек тилида «җенимизни қачанғичә тит-тит қилип тутуқлуқта қалдурмақчисән?».

■10:25 Юһ. 5:36.

■10:27 Юһ. 8:47.

■10:28 Юһ. 6:39; 17:12; 18:9.

□10:30 «Мән вә Ата әслидинла бирдурмиз» — «Қан» 32:39ни көрүң. Мошу йәрдә Мәсиһниң «бир» дегини, жуқурида тилға елинған ишлирида өзиниң Худаата билән биргә бир болғанлиғини тәкитләйду.

■10:30 Йәш. 54:5; Юһ. 5:19; 14:9; 17:5.

■10:31 Юһ. 8:59; 11:8.

■10:33 Юһ. 5:18.

□10:34 «Силәргә тәвә муқәддәс қанун» — 8:17 вә изаһатини көрүң. «Мән ейттим, силәр илаһларсиләр» — бу сөзләр «Зәб.» 81:6дә тепилиду. Толуқ ейтсақ «Мән ейттим: — Силәр илаһлар екәнсиләр; һәммиңлар Һәммидин Алий Болғучиниң оғуллирисиләр» дегән болуп, бу сөз әслидә сот мәҗлисигә қатнашқан «илаһлар»ға, йәни Худаниң хәлқигә сорақчи болған яки өз хәлқи арисида һәр қандақ һоқуқ-мәсъулийити бар адәмләргә ейтилған еди. Улар мошу ишта, һәммини сорақ қилғучи Худаға охшап кәткәчкә, «илаһлар» дейилиду. 35-36-айәт вә изаһатини көрүң. «Зәб.» 82:1дики изаһатниму көрүң.

■10:34 Зәб. 81:6

□10:36 «Немә үчүн Ата Өзигә хас-муқәддәс қилип паний дунияға әвәткән зат «Мән Худаниң Оғлимән» десә, у тоғрилиқ «күпүрлүк қилдиң!» дәйсиләр?» — бу 36-айәт бойичә, Худа «Зәбур»да «Худаниң сөз-калами йәткүзүлгәнләр»ни «илаһлар» дәп атиған йәрдә, Худаниң Сөз-Каламиниң Өзи дунияға кәлгәндә, «Худаниң Оғлимән» десә, бу қандақму күпүрлүк болиду?

■10:36 Юһ. 5:1; 6:27.

■10:37 Юһ. 15:24.

■10:38 Юһ. 14:11; 17:21.

■10:39 Луқа 4:29; Юһ. 8:59.

■10:40 Юһ. 1:28; 3:23.