3
«Жуқиридики ишларға интилип издиниңлар»
1 Силәр Мәсиһ билән тәң тирилдүрүлгән болсаңлар, әнди жуқуридики ишларға интилип издиниңлар; Мәсиһ шу йәрдә Худаниң оң йенида олтириду.■ Әф. 1:20. 2 Көңүл-зеһниңларни йәрдики ишларға әмәс, бәлки жуқуриқи ишларға қоюңлар; 3 чүнки силәр өлгәнсиләр, вә һаятиңлар Мәсиһ билән биллә Худада йошурун туриду.■ Рим. 6:2; 8:24; 2Кор. 5:7. 4 Амма һаятимиз болған Мәсиһ ашкариланған чағда, шуан силәр униң билән биллә шан-шәрәптә ашкарилинидиған болисиләр.□ «амма һаятимиз болған Мәсиһ ашкариланған чағда, шуан силәр униң билән биллә шан-шәрәптә ашкарилинидиған болисиләр» — бу муһим айәт тоғрилиқ «қошумчә сөз»имиздә тохтилимиз.  ■ Фил. 3:21; 1Юһа. 3:2.
5 Шуңа йәргә тәвә ишларни қилғучи һәр қандақ әзалириңларни, йәни бузуқлуқ, напаклик, иплас һессиятлар, рәзил хаһишлар вә нәпсанийәтчилик (у бутпәрәсликкә баравәрдур)ни өлүмгә мәһкүм қилиңлар;□ «йәргә тәвә болған ишларни қилғучи һәр қандақ әзалириңлар...» — әсли грек тилида «йәргә тәвә болған әзалириңлар...». «йәргә тәвә» дегәнниң мәнаси «бу рәзил дунияға тәвә» дегәнликтур.  ■ Рим. 7:5, 23; Әф. 4:22; 5:3, 5; 1Тес. 4:5. 6 чүнки бу ишлар түпәйлидин Худаниң ғәзиви итаәтсиз пәрзәнтләргә чүшиду.□ «чүнки бу ишлар түпәйлидин Худаниң ғәзиви итаәтсиз пәрзәнтләргә чүшиду» — «итаәтсиз пәрзәнтләр» дегән ибарә инсанниң әсли түп тәбиитидә итаәтсизликниң барлиғини, итаәтсиз Адәм атиниң пәрзәнтлири екәнлигини көрситиду. Лекин «итаәтсиз пәрзәнтләр» болса Худаниң шәпқити билән Худаниң Өзиниң пәрзәнтлиригә айлиниду (5, 7-айәтни көрүң).  ■ 1Кор. 6:10; Гал. 5:19; Әф. 5:5; Вәһ. 22:15. 7 Силәр булар арисида яшиған вақтиңларда, бундақ ишлардиму маңғансиләр.■ 1Кор. 6:11; Әф. 2:1; Тит. 3:3.
8 Амма һазир силәр мошуларниңму һәммисини өзүңлардин селиветиңлар — йәни ғәзәп, қәһр-сәпра, яман нийәтләр, төһмәт, ағзиңлардин чиқидиған иплас сөзләрниму силиветиңлар.■ Әф. 4:22; Ибр. 12:1; Яқ. 1:21; 1Пет. 2:1. 9 Бир-бириңларға ялған сөзлимәңлар; чүнки силәр кона адәмни қилмишлири билән селивәткәнсиләр, ■ Әф. 4:25. 10 вә йеңи адәмни кийгәнсиләр; йеңи адәм болса өзини Яратқучиниң сүрәт-образи бойичә толуқ билиштә дайим йеңилимақта; □ «вә йеңи адәмни кийгәнсиләр; йеңи адәм болса өзини Яратқучиниң сүрәт-образи бойичә толуқ билиштә дайим йеңилимақта» — «кона адәм» (9-айәт) Адәм атидин мирас қилинған гунакар һаятни көрситиду; «йеңи адәм» болса Мәсиһдә болған йеңи һаятни көрситиду.  ■ Яр. 1:26; 5:1; 9:6; Рим. 6:4; 1Кор. 11:7. 11 униңда һеч қандақ юнанлиқ яки Йәһудий, сүннәтлик яки сүннәтсиз, ят мәдинийәтлик, Скит, қул яки һөрләр мәвҗут әмәстур; бәлки Мәсиһ һәммидур, вә һәммидидур.□ «униңда һеч қандақ юнанлиқ яки Йәһудий, сүннәтлик яки сүннәтсиз, ят мәдинийәтлик, ... мәвҗут әмәстур» — «ят мәдәнийәтлик» — грек тилида «сақаллиқ» дейилиду; чүнки греклар адәттә сақал қоймайтти. Бу сөз адәттә грек яки латин тилини сөзләлмәйдиғанларни көрситәтти; адәттә греклар вә латинлар ундақ кишиләрни кәмситип «сақаллиқ» дегән сөзни «явайи адәмләр» дегән сәлбий мәнидә ишлитәтти. «... ят мәдинийәтлик, Скит, қул яки һөрләр мәвҗут әмәстур; бәлки Мәсиһ һәммидур, вә һәммидидур» — «Скитлар» адәттә Оттура Асиядики көчмән хәлиқниң умумий нами еди.  ■ 1Кор. 7:21,22; 12:13; Гал. 3:28; 5:6; 6:15.
12 Шуңа, Худаниң талливалғанлириға, пак-муқәддәс вә сөйүнгәнләргә лайиқ, адәмгә ич ағритидиған бағирларни, меһриванлиқ, кичик пеиллиқ, мөминлик вә сәвир-тақәтликни кийивелиңлар; □ «Шуңа, Худаниң талливалғанлириға, пак-муқәддәс вә сөйүнгәнләргә лайиқ ... кичик пеиллиқ, мөминлик вә сәвир-тақәтликни кийивелиңлар» — Тәврат-Инҗилда «мөминлик»ниң «ювашлиқ иман-ишәш билән» дегәндәк алаһидә мәнаси бардур. Мөмин адәм өзиниң һоқуқлири яки имтиязлирини бекитиш үчүн күрәш қилмайду; чүнки у Худа алдида иман билән тоғра маңған болса, Худа мошу ишларни өзигә капаләт қилған дәп хатирҗәмликтә туриду. Бу сөз тоғрилиқ йәнә «қошумчә сөз»имизни көрүң.  ■ Әф. 4:32; 6:11; 1Тес. 1:4. 13 бир-бириңларға йол қоюңлар, наразилиқ иш болса бир-бириңларни кәчүрүм қилиңлар; Мәсиһ силәрни қандақ кәчүрүм қилған болса силәрму шундақ қилиңлар. ■ Мат. 6:14; Мар. 11:25; Әф. 4:32. 14 Мошу ишларниң үстигә камил бирликниң риштиси болған меһир-муһәббәтни қошуп бериңлар. □ «... камил бирликниң риштиси болған меһир-муһәббәтни қошуп бериңлар» — яки «... камил риштә болған меһир-муһәббәтни қошуп бериңлар».  ■ Юһ. 13:34; 15:12; Әф. 4:3; 5:2; Кол. 2:2; 1Тес. 4:9; 1Юһа. 3:23; 4:21. 15 Мәсиһниң хатирҗәмлиги қәлбиңларда һөкүм сүрсун (силәр бир тән болуп бу хатирҗәмликтә болушқа чақирилған екәнсиләр) вә шундақла рәхмәт ейтишларда болуңлар.□ «Мәсиһниң хатирҗәмлиги қәлбиңларда һөкүм сүрсун» — бу муһим сөз тоғрилиқ «қошумчә сөз»имизни көрүң.
16 Мәсиһниң сөз-каламини өзүңларда байлиқ һасил қилип турғузуңлар, барлиқ даналиқ билән бир-бириңларға үгитиңлар, җекиләңлар, чин қәлбиңларда зәбур-нәғмиләр, мәдһийә күйлири вә роһий нахшиларни яңритип Худани чирайлиқ мәдһийиләңлар; □ «... чин қәлбиңларда зәбур-нәғмиләр, мәдһийә күйлири вә роһий нахшиларни яңритип Худани чирайлиқ мәдһийиләңлар» — «зәбур-нәғмиләр» бәлким сазға тәңкәш қилинип ейтилидиған нахшилар; «мәдһийә күйлири» бәлким сазсиз нахшилар; «роһий нахшилар» бәлким стихийиликтин, өзлигидин, Муқәддәс Роһниң илһами билән ейтилған нахшиларни көрситиду («1Кор.» 14:15ниму көрүң). 17 вә һәммә ишларда, сөз болсун, әмәл болсун, һәммисини Рәб Әйсаниң намида қилип, униң арқилиқ ХудаАтиға рәхмәт ейтиңлар.■ Әф. 5:20; 1Тес. 5:18.
 
Аилидикиләргә болған җекиләшләр
18 Силәр аяллар, Рәбдә болған сүпитиңларға лайиқ өз әрлириңларға бойсунуңлар; ■ Яр. 3:16; 1Кор. 14:34; Әф. 5:22; Тит. 2:5; 1Пет. 3:1. 19 силәр әрләр, өз аяллириңларға муһәббәт көрситиңлар; уларға аччиқ қилмаңлар.■ Әф. 5:25.
20 Силәр балилар, ата-анаңларға һәммә ишларда итаәт қилиңлар; чүнки бундақ қилиш Рәбдә болған гөзәл иштур.■ Әф. 6:1.
21 Силәр атилар, балилириңларниң көңлигә азар бәрмәңлар; ундақ қилсаңлар көңли яра болиду.
22 Силәр қуллар, әттин болған ғоҗайиниңларға һәммә ишта итаәт қилиңлар; пәқәт көз алидидила хизмәт қилип, инсанларни хуш қилғучи қуллардин болмаңлар, бәлки Рәбдин әйминип чин көңлүңлардин иш көрүңлар.□ «силәр қуллар, әттин болған ғоҗайиниңларға һәммә ишта итаәт қилиңлар» — «әттин болған ғоҗайиниңлар» дегини, йәнә «силәрниң әрштә болған ғоҗайиниңларму бар» дәп пуритиду.  ■ Әф. 6:5; 1Тим. 6:1; Тит. 2:9; 1Пет. 2:18.
23 Немә ишни қиливатқан болсаңлар, униңда инсанлар алдида әмәс, бәлки Рәб алдида қилғандәк җан-дил билән униңға ишләңлар; 24 чүнки мирасниң инъамиға Рәбдин муйәссәр қилинғанлиғиңларни билисиләр; чүнки силәр Рәб Мәсиһниң ибадәт-қуллуғидидурсиләр. 25  Амма ким һәққанийсизлиқ қилса қилған һәққанийсизлиғи өз бешиға чүшиду; бу ишта һеч қандақ йүз-хатирә қилиниш йоқтур.
 
 

■3:1 Әф. 1:20.

■3:3 Рим. 6:2; 8:24; 2Кор. 5:7.

□3:4 «амма һаятимиз болған Мәсиһ ашкариланған чағда, шуан силәр униң билән биллә шан-шәрәптә ашкарилинидиған болисиләр» — бу муһим айәт тоғрилиқ «қошумчә сөз»имиздә тохтилимиз.

■3:4 Фил. 3:21; 1Юһа. 3:2.

□3:5 «йәргә тәвә болған ишларни қилғучи һәр қандақ әзалириңлар...» — әсли грек тилида «йәргә тәвә болған әзалириңлар...». «йәргә тәвә» дегәнниң мәнаси «бу рәзил дунияға тәвә» дегәнликтур.

■3:5 Рим. 7:5, 23; Әф. 4:22; 5:3, 5; 1Тес. 4:5.

□3:6 «чүнки бу ишлар түпәйлидин Худаниң ғәзиви итаәтсиз пәрзәнтләргә чүшиду» — «итаәтсиз пәрзәнтләр» дегән ибарә инсанниң әсли түп тәбиитидә итаәтсизликниң барлиғини, итаәтсиз Адәм атиниң пәрзәнтлири екәнлигини көрситиду. Лекин «итаәтсиз пәрзәнтләр» болса Худаниң шәпқити билән Худаниң Өзиниң пәрзәнтлиригә айлиниду (5, 7-айәтни көрүң).

■3:6 1Кор. 6:10; Гал. 5:19; Әф. 5:5; Вәһ. 22:15.

■3:7 1Кор. 6:11; Әф. 2:1; Тит. 3:3.

■3:8 Әф. 4:22; Ибр. 12:1; Яқ. 1:21; 1Пет. 2:1.

■3:9 Әф. 4:25.

□3:10 «вә йеңи адәмни кийгәнсиләр; йеңи адәм болса өзини Яратқучиниң сүрәт-образи бойичә толуқ билиштә дайим йеңилимақта» — «кона адәм» (9-айәт) Адәм атидин мирас қилинған гунакар һаятни көрситиду; «йеңи адәм» болса Мәсиһдә болған йеңи һаятни көрситиду.

■3:10 Яр. 1:26; 5:1; 9:6; Рим. 6:4; 1Кор. 11:7.

□3:11 «униңда һеч қандақ юнанлиқ яки Йәһудий, сүннәтлик яки сүннәтсиз, ят мәдинийәтлик, ... мәвҗут әмәстур» — «ят мәдәнийәтлик» — грек тилида «сақаллиқ» дейилиду; чүнки греклар адәттә сақал қоймайтти. Бу сөз адәттә грек яки латин тилини сөзләлмәйдиғанларни көрситәтти; адәттә греклар вә латинлар ундақ кишиләрни кәмситип «сақаллиқ» дегән сөзни «явайи адәмләр» дегән сәлбий мәнидә ишлитәтти. «... ят мәдинийәтлик, Скит, қул яки һөрләр мәвҗут әмәстур; бәлки Мәсиһ һәммидур, вә һәммидидур» — «Скитлар» адәттә Оттура Асиядики көчмән хәлиқниң умумий нами еди.

■3:11 1Кор. 7:21,22; 12:13; Гал. 3:28; 5:6; 6:15.

□3:12 «Шуңа, Худаниң талливалғанлириға, пак-муқәддәс вә сөйүнгәнләргә лайиқ ... кичик пеиллиқ, мөминлик вә сәвир-тақәтликни кийивелиңлар» — Тәврат-Инҗилда «мөминлик»ниң «ювашлиқ иман-ишәш билән» дегәндәк алаһидә мәнаси бардур. Мөмин адәм өзиниң һоқуқлири яки имтиязлирини бекитиш үчүн күрәш қилмайду; чүнки у Худа алдида иман билән тоғра маңған болса, Худа мошу ишларни өзигә капаләт қилған дәп хатирҗәмликтә туриду. Бу сөз тоғрилиқ йәнә «қошумчә сөз»имизни көрүң.

■3:12 Әф. 4:32; 6:11; 1Тес. 1:4.

■3:13 Мат. 6:14; Мар. 11:25; Әф. 4:32.

□3:14 «... камил бирликниң риштиси болған меһир-муһәббәтни қошуп бериңлар» — яки «... камил риштә болған меһир-муһәббәтни қошуп бериңлар».

■3:14 Юһ. 13:34; 15:12; Әф. 4:3; 5:2; Кол. 2:2; 1Тес. 4:9; 1Юһа. 3:23; 4:21.

□3:15 «Мәсиһниң хатирҗәмлиги қәлбиңларда һөкүм сүрсун» — бу муһим сөз тоғрилиқ «қошумчә сөз»имизни көрүң.

□3:16 «... чин қәлбиңларда зәбур-нәғмиләр, мәдһийә күйлири вә роһий нахшиларни яңритип Худани чирайлиқ мәдһийиләңлар» — «зәбур-нәғмиләр» бәлким сазға тәңкәш қилинип ейтилидиған нахшилар; «мәдһийә күйлири» бәлким сазсиз нахшилар; «роһий нахшилар» бәлким стихийиликтин, өзлигидин, Муқәддәс Роһниң илһами билән ейтилған нахшиларни көрситиду («1Кор.» 14:15ниму көрүң).

■3:17 Әф. 5:20; 1Тес. 5:18.

■3:18 Яр. 3:16; 1Кор. 14:34; Әф. 5:22; Тит. 2:5; 1Пет. 3:1.

■3:19 Әф. 5:25.

■3:20 Әф. 6:1.

□3:22 «силәр қуллар, әттин болған ғоҗайиниңларға һәммә ишта итаәт қилиңлар» — «әттин болған ғоҗайиниңлар» дегини, йәнә «силәрниң әрштә болған ғоҗайиниңларму бар» дәп пуритиду.

■3:22 Әф. 6:5; 1Тим. 6:1; Тит. 2:9; 1Пет. 2:18.