4Шуниң билән шу яш пәйғәмбәр жигит Гилеадтики Рамотқа барди. 5У йәргә кәлгәндә, мана, қошунниң сәрдарлири у йәрдә олтиратти. У: — И сәрдар, саңа бир сөзүм бар, деди.
Йәһу: — Қайсимизға? — дәп сориди.
У: — Саңа, и сәрдар, деди.
6У қопуп өйгә кирди. Жигит бешиға майни қуюп униңға мундақ деди: Исраилниң Худаси Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Мән сени Пәрвәрдигарниң хәлқигә, йәни Исраилға падиша болушқа мәсиһ қилдим. 7Сән өз ғоҗаң Аһабниң җәмәтини йоқитисән; чүнки өз қуллирим пәйғәмбәрләрниң қени үчүн вә Пәрвәрдигарниң һәммә қуллириниң қени үчүн Йизәбәлдин интиқам алай. 8Аһабниң пүткүл җәмәти йоқилиду; Аһабниң җәмәтидин Исраилдики һәммә әркәкләрни һәтта аҗиз яки мәйип болсун һәммисини һалак қилимән. 9Мән Аһабниң җәмәтини Нибатниң оғли Йәробоамниң җәмәтидәк вә Ахияһниң оғли Баашаниң җәмәтидәк йоқ қилимән. 10Иштлар Йизәбәлни Йизрәәлдики шу парчә йәрдә йәйду. Һеч ким уни дәпнә қилмайду».
Шуни дәп болупла жигит ишикни ечип қечип кәтти.
11Йәһу өз ғоҗисиниң хизмәткарлириниң қешиға йенип чиққанда, улар униңдин: — Һәммә иш течлиқму? Бу тәлвә сени немә иш билән издәп кәпту? — дәп сориди.
У уларға: Силәр шу киши вә униң сәпсәтәлирини билисиләр, — деди.
24Йәһу оқясини қолиға елип, оқ селип Йорамниң кәйни тәрипидин униң икки мүрисиниң арилиғидин атти. Я оқи униң жүригидин тешип чиқти вә у өз һарвусиға жиқилип чүшти. 25Йәһу өз йенидики әмәлдари Бидкарға: Уни елип Йизрәәллик Наботниң етизлиғиға ташлиғин. Ядиңда болсунки, мән билән сән униң атиси Аһабниң кәйнидин биллә маңғанда, Пәрвәрдигар униң тоғрисида мундақ бир һөкүм-вәһийни ейтқан: —
26«Мән түнүгүн Наботниң қени билән униң оғуллириниң қенини көрдүм, дәйду Пәрвәрдигар: Мана бу қан қәрзини дәл бу етизлиқта саңа яндуримән, дәйду Пәрвәрдигар». Әнди Пәрвәрдигарниң шу сөзи бойичә, уни елип шу йәргә ташлиғин, — деди.
27Йәһуданиң падишаси Аһазия буни көргәндә «Бағдики равақ йоли» билән қачти. Лекин Йәһу униң кәйнидин қоғлап: «Уни етиңлар!» дәп буйрувиди, улар уни Иблеамниң йенида, Гур егизлигигә чиққан йолда атти. У Мәгиддоғичә қечип у йәрдә өлди. 28Шуниң билән униң хизмәткарлири униң җәситини җәң һарвусиға селип, Йерусалимға елип берип, «Давутниң шәһири»дә ата-бовилириниң йениға өз қәбридә дәпнә қилди 29(Аһабниң оғли Йорамниң сәлтәнитиниң он биринчи жилида Аһазия Йәһудаға падиша болған еди).
30Йәһу әнди Йизрәәлгә кәлди, Йизәбәл шуни аңлап көзлиригә сүрмә сүрүп, чачлирини тарап, деризидин қарап туратти. 31Йәһу дәрвазидин киргәндә у униңға: И Зимри, өз ғоҗаңниң қатили, һәммә иш течлиқму? — дәп сориди.
32Йәһу бешини көтирип, деризигә қарап туруп: — Мән тәрәптә туридиған ким бар? дәп соривиди, икки-үч ағват деризидин униңға қариди.
33У: Шу аялни төвәнгә ташлаңлар, дейишигила, улар уни төвәнгә ташлиди. Шуниң билән униң қени һәм тамға һәм атларға чечилди. У уни атлириға дәсситип үстидин өтүп кәтти.
34Андин у өйгә кирип йәп-ичкәндин кейин: Бу ләнити аялниң җәситини тәкшүрүп, уни дәпнә қилиңлар. Чүнки немила болмисун у падишаниң мәликисидур, деди. 35Лекин улар уни дәпнә қиливетәйли дәп беривиди, униң баш сүйиги, аяқлири вә қолиниң алқинидин башқа һеч йерини тапалмиди.
36Улар йенип келип бу хәвәрни униңға дегәндә у: — Бу иш Пәрвәрдигар Өз қули Тишбилиқ Илияс арқилиқ ейтқан муну сөзиниң әмәлгә ашурулушидур: — «Иштлар Йизрәәлдики шу парчә йәрдә Йизәбәлниң гөшини йәйду. 37Йизәбәлниң өлүги сиртта, Йизрәәлдики шу парчә йәрдә қиғдәк йейилип кетиду вә шуниң билән һеч ким: «У Йизәбәл екән» дейәлмәйду» — деди.
□9:8 «һәммә әркәкләр» — ибраний тилида: «тамға қарап сийидиған һәр бири» дәп ипадилиниду. «аҗиз яки мәйип болсун һәммисини» — башқа бир хил тәрҗимиси: «яки қул яки һөр болсун, һәммисини...».
«һәммә әркәкләр» — ибраний тилида: «тамға қарап сийидиған һәр бири» дәп ипадилиниду. «аҗиз яки мәйип болсун һәммисини» — башқа бир хил тәрҗимиси: «яки қул яки һөр болсун, һәммисини...».