4Шу һаман Пәрвәрдигарниң сөз-калами униңға келип: «Бу киши саңа варис болмайду, бәлки өз пуштуңдин болидиған киши саңа варис болиду», — деди.
5Шуниң билән Пәрвәрдигар уни ташқириға елип чиқип: — Әнди асманға қарап юлтузларни сана — Қени, уларни саналамсәнкин?! — деди. Андин униңға: — Сениң нәслиңму шундақ болиду, — деди.
6Абрам Пәрвәрдигарға ишәнди; Пәрвәрдигар униңдики бу ишәшни униң һәққанийлиғи дәп һесаплиди. 7Йәнә униңға: Мән бу зиминға егә қилишқа сени Калдийәдики Ур шәһиридин елип чиққан Пәрвәрдигардурмән, — деди.
8Лекин Абрам: — И Рәб Пәрвәрдигар, мән униңға җәзмән егә болидиғинимни қандақ билимән? — дәп сориди.
9Пәрвәрдигар униңға: — Мән үчүн үч яшлиқ бир инәк, үч яшлиқ бир чиши өчкә, үч яшлиқ бир қочқар билән бир кәптәр вә бир баҗка елип кәлгин, — деди.
10Шуңа у буларниң һәммисини елип, уларниң һәр бирсини йеримдин икки парчә қилип, йеримини йәнә бир йеримиға удулму удул қилип қоюп қойди; амма қушларни парчилимиди. 11Қарға-қузғунлар тапларниң үстигә чүшкәндә, Абрам уларни үркүтүп һайдивәтти.
12Лекин күн патай дегәндә, Абрамни еғир бир уйқа басти вә мана, униң үстигә дәһшәтлик бир вәһимә, том қараңғулуқ чүшти. 13Андин Пәрвәрдигар Абрамға: — Җәзмән билишиң керәкки, сениң нәслиң өзлириниң болмиған бир зиминда мусапир болуп, шу йәрдики хәлиқниң қуллуғида болиду вә шундақла, бу хәлиқ уларға төрт йүз жилғичә җәбир-зулум салиду. 14Лекин Мән уларни қуллуққа салғучи шу таипиниң үстидин һөкүм чиқиримән. Кейин улар нурғун байлиқларни елип шу йәрдин чиқиду. 15Амма сән болсаң, аман-хатирҗәмлик ичидә ата-бовилириңға қошулисән; узун өмүр көрүп андин дәпнә қилинисән. 16Лекин шу йәрдә төрт әвлат өтүп, нәслиң бу йәргә йенип келиду; чүнки Аморийларниң қәбиһлигиниң зихи техи тошмиди, деди.
17Шундақ болдики, күн петип қараңғу болғанда, мана, гөшләрниң оттурисидин өтүп кетиватқан, ис-түтәк чиқип турған бир отдан билән ялқунлуқ бир мәшъәл көрүнди. 18-19Дәл шу күни Пәрвәрдигар Абрам билән әһдә түзүп униңға: — «Мән сениң нәслиңгә бу зиминни Мисирниң еқинидин тартип Улуқ дәрия, йәни Әфрат дәриясиғичә беримән; йәни Кенийләр, Кәниззийлар, Кадмонийлар, 20Һиттийлар, Пәриззийләр, Рәфайийлар, 21Аморийлар, Ⱪананийлар, Гиргашийлар вә Йәбусийларниң жутини уларниңки қилимән» деди.
Notes
□15:1 «Мән Өзүм қалқиниң вә зор инъамиңдурмән» — башқа бир хил тәрҗимиси: «Мән саңа зор инъам бәргүчидурмән».