13Улар җавап берип: — Кәминилири әслидә он икки қериндаш едуқ; биз һәммимиз Қанаан зиминидики бир адәмниң оғуллиридурмиз; лекин кәнҗи инимиз атимизниң қешида қелип қалди; йәнә бир инимиз йоқап кәтти, — деди.
14Амма Йүсүп уларға йәнә: — Мана мән дәл силәргә ейтқинимдәк, җасус екәнсиләр! 15Пирәвнниң һаяти билән қәсәм қилимәнки, кичик иниңлар бу йәргә кәлмигичә силәр бу йәрдин чиқип кетәлмәйсиләр; силәр шуниң билән синилисиләр. 16Иниңларни елип кәлгили бириңларни әвәтиңлар, қалғанлириңлар болса солап қоюлисиләр. Буниң билән ейтқиниңларниң раст-ялғанлиғи испатлиниду; болмиса, Пирәвнниң һаяти билән қәсәм қилимәнки, силәр җәзмән җасус! — деди.
17Шуниң билән у уларни үч күнгичә солап қойди. 18Үчинчи күни Йүсүп уларға мундақ деди: — Мән Худадин қорқидиған адәммән; тирик қелишиңлар үчүн мошу ишни қилиңлар: — 19Әгәр сәмимий адәмләр болсаңлар, қериндашлириңлардин бири силәр соланған гундиханида солақлиқ туривәрсун, қалғиниңлар ачарчилиқта қалған аиләңлар үчүн ашлиқ елип кетиңлар; 20Андин кичик иниңларни қешимға елип келиңлар. Шуниң билән сөзлириңлар испатланса, өлмәйсиләр!, — деди. Улар шундақ қилидиған болди.
21Андин улар өз ара: — Бәрһәқ, биз инимизға қилған ишимиз билән гунакар болуп қалдуқ; у бизгә ялвурсиму униң азавини көрүп туруп униңға қулақ салмидуқ. Шуниң үчүн бу азап-оқубәт бешимизға чүшти, — дейишти.
22Рубән уларға җававән: — Мән силәргә: балиға зулум қилмаңлар, дегән әмәсмидим? Лекин унимидиңлар. Мана әнди униң қан қәрзи биздин сориливатиду, — деди.
23Амма Йүсүп улар билән тәрҗиман арқилиқ сөзләшкәчкә, улар Йүсүпниң өз гәплирини уқуп туруватқинини билмиди. 24У улардин өзини чәткә елип, жиғлап кәтти. Андин уларниң қешиға йенип келип, уларға йәнә сөз қилип, уларниң арисидин Шимеонни тутуп, уларниң көз алдида бағлиди.