107
107-күй •••• Худаниң ғәлибисигә болған тәшна-тилавәт
1-2Давутниң күй-нахшиси: —
Ирадәм чиң, и Худа, ирадәм чиң;
Мән мәдһийә нахшилирини ейтип,
Бәрһәқ, Сени күйләймән, пүтүн роһум билән!
3И нәғмә-сазлирим, ойған!
Мән сәһәр қуяшиниму ойғитимән!
4Хәлиқ-милләтләр арисида Сени улуқлаймән, и Пәрвәрдигар;
Әлләр арисида Сени күйләймән!
5Чүнки өзгәрмәс муһәббитиң әршләргә йәткидәк улуқтур;
Һәқиқитиң булутларға тақашти.
6И Худа, шан-шөһритиң әршләрдин жуқури улуқланғай,
Шан-шәривиң йәр йүзини қаплиғай!
7Өз сөйгәнлириңниң ниҗатлиқ тепиши үчүн,
Оң қолуң билән қутқузғайсән,
Дуайимни иҗабәт қилғайсән.
8Худа Өз пак-муқәддәслигидә шундақ дегән: —
«Мән тәнтәнә қилимән,
Мән Шәкәм диярини бөлүп беримән,
Суккот вадисини тәқсим қилишқа өлчәймән.
9Гилеад Маңа мәнсуптур,
Манассәһму Маңа мәнсуптур;
Әфраим болса бешимдики дубулғамдур,
Йәһуда Мениң әмир-пәрман чиқарғучимдур;
10Моаб Мениң жуюнуш җавурумдур;
Едомға чоруғумни ташлаймән;
Мән Филистийә үстидин тәнтәнә қилимән!».
11Ким Мени бу мустәһкәм шәһәргә башлап кирәлисун?
Ким Мени Едомға елип баралисун?
12И Худа, Сән бизни растинла чәткә қақтиңму?
Қошунлиримиз билән биллә җәңгә чиқмамсән?
13Бизни зулумлардин қутулушқа ярдәмләшкәйсән,
Чүнки инсанниң ярдими бекардур!
14Худа арқилиқ биз чоқум батурлуқ көрситимиз;
Бизгә зулум қилғучиларни чәйлигүчи дәл У Өзидур!
Notes
□107:1-2
«Давутниң күй-нахшиси: —....» — оқурмәнләр көрәләйдуки, бу күйниң айәтлири 57-күйдики 7-11-айәтләр, 60-күйдики 5-12-айәтләргә охшап кетиду. Шуңа бу айәтләрниң изаһатлири мошу күйгиму тәвә, әлвәттә. «... Сени күйләймән, пүтүн роһум билән!» — «роһум» мошу йәрдә ибраний тилидики «мениң шәривим»ниң тәрҗимиси.
■107:5
Зәб. 35:6; 56:11
□107:9
«Әфраим болса бешимдики дубулғамдур» — ибраний тилида «Әфраим болса бешимдики қоғдиғучидур». «Йәһуда Мениң әмир-пәрман чиқарғучимдур» — башқа бир хил тәрҗимиси «Йәһуда Мениң шаһанә һаса мдур».
□107:10
«Моаб Мениң жуюнуш җавурум» — бәлким Моабниң Худа вә Униң хәлқи үчүн мәйнәт хизмәт қилидиғанлиғини билдүриду. «Едомға чоруғумни ташлаймән» — аяқ кийимни мәлум йәр үстигә ташлаш әшу йәргә егә болғанлиқни билдүрүши мүмкин; яки болмиса, Едомниң өз Егисиниң аяқлирини елип жиғиштуридиған қулдәк екәнлигини көрситишиму мүмкин. «Филистийә, Мениң сәвәвимдин тәнтәнә қилиңлар!» — Давут падишаниң дәвридә Филистийә Давутқа, шундақла Худаниң өзигә бойсунуп, бәхитлик һаятқа егә болған («2Сам.» 8:1ни, шундақа «Яр.» 12:1-3нимй көрүң).
■107:12
Зәб. 59:1-5