63
63-күй •••• Аманлиқ тиләш дуаси 
 1-2 Нәғмичиләрниң бешиға тапшурулуп оқулсун дәп, Давут язған күй: — 
И Худа, аһлиримни көтәргәндә, мени аңлиғайсән! 
Һаятимни дүшмәнниң вәһшилигидин қуғдиғайсән! 
 3 Қара нийәтләрниң йошурун сүйқәстлиридин, 
Яманлиқ әйлигүчи қарға-қузғунлардин аман қилғайсән. 
 4-5 Улар тиллирини қиличтәк өткүр билиди; 
Мукәммәл адәмни йошурун җайдин етиш үчүн, 
Улар оқини бәтлигәндәк зәһәрлик сөзини тәйярлиди. 
Улар қилчә әймәнмәй туюқсиз оқ чиқириду. 
 6 Улар бәтнийәттә бир-бирини риғбәтләндүрүп, 
Йошурун қапқан қурушни мәслиһәтлишип, 
«Бизни ким көрәләйтти?» — дейишмәктә. 
 7 Улар қәбиһликкә интилип: — 
«Биз издинип, әтраплиқ бир тәдбир тепип чиқтуқ!» — дәйду; 
Инсанниң ич-бағри вә қәлби дәрвәқә чоңқур вә билип болмас бир нәрсидур! 
 8 Лекин Худа уларға оқ атиду; 
Улар туюқсиз зәхимлиниду. 
 9 Улар өз тили билән путлишиду; 
Уларни көргәнләрниң һәммиси өзини нери тартиду.□  «Уларни көргәнләрниң һәммиси өзини нери тартиду» — башқа бир хил тәрҗимиси «уларни көргәнләрниң һәммиси бешини силкийду». 
 10 Һәммә адәмни қорқунуч басиду; 
Улар Худаниң ишлирини баян қилиду, 
Бәрһәқ, улар униң қилғанлирини ойлинип савақ алиду. 
 11 Һәққанийлар Пәрвәрдигарда хошал болуп, 
Униңға тайиниду; 
Көңли дурус адәмләр роһлинип шатлиниду. 
□63:9 «Уларни көргәнләрниң һәммиси өзини нери тартиду» — башқа бир хил тәрҗимиси «уларни көргәнләрниң һәммиси бешини силкийду».